Германийидә пәвқуладдә кишилик һоқуқ учур мукапатиға еришкән қайси гезит?


2006.05.10

Радиомизниң германийидики мухбири тйәнйиниң франкфорттин хәвәр қилишичә, германийидики хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати 6 ‏- 7‏- май күнлири франкфорт шәһиридә 2006 ‏- йиллиқ йиғин өткүзүп, йиғинда 'улуқ ира вақит гезити' гә пәвқуладдә учур мукапати бәргән.

Пәвқуладдә учур мукапати

'Улуқ ира вақит гезити' ниң германчә нусхисиниң мәсули җулинниң ейтишичә, германийә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилати 'улуқ ира гезити' гуруһиға көп хил тил -йезиқ , көп хил шәкил қоллинип пүтүн дуняға хитайдики кишилик һоқуқ әһвалини мәлум қилип турғанлиқи үчүн, кишилик һоқуқ җәһәттә зиянкәшликкә учриған кишиләрни қутқузушни илгири сүргәнлики үчүн вә бу җәрянда 2004 ‏- йилидин башлап 'коммунист партийигә 9 баһа' дегән чатма обзорни елан қилип, бу арқилиқ һазирға қәдәр 10 милйон кишиниң интернет арқилиқ өз исми билән яки тәхәллус қоллинип рәсмий җәдивәл тошқузуп коммунист партийә әзалиқидин, коммунистик яшлар иттипақи әзалиқидин вә коммунистик өсмүрләр тәшкилатиниң пионерлиқидин чекинип чиқиш долқунини пәйда қилғанлиқи үчүн алаһидә учур мукапати бәргән. Буниңдин башқа, бу йиғинда йәнә 'улуқ ира гезити'дә елан қилинған хитайда иқтисад тиз тәрәққи қиливатқанда кишилик һоқуқ әһвали яманлашқанлиқи паш қилинған бир мақалиға 1 ‏- дәриҗилик учур мукапати; хәлқарадики бәзи интернет ширкәтлириниң хитай һөкүмитиниң хәлқ ичидики пикир әркинликини чәклишигә ярдәм қилғанлиқи паш қилинған бир мақалиға 2 ‏-дәриҗилик учур мукапати; хитай һөкүмити тәрипидин роһий кесәл дәп қариланған бир кишиниң авазини дуняға аңлатқан бир мақалиға 3 ‏- дәриҗилик учур мукапати берилгән.

‏Фалунгуң коллектипи, хитайда учур әркинликини қанат яйдуруш үчүн пәвқуладдә төһбә қошти

- ‏Фалунгуң коллектипи 'чәклимисиз тор', 'әркинлик дәрвазиси' дәп атилидиған икки хил юмшақ детални иҗад қилип, хитайда учур әркинликини қанат яйдуруш үчүн пәвқуладдә төһбә қошти, ‏‏- дәп башлиниду "чоң қуруқлуқта интернеткә қоюлған тосақларни бузуп ташлайли" дегән обзорниң биринчи җүмлиси. Бу обзорни 'коммунист партийә мәркизи комитетиниң тәшвиқат министирлиқиға от қойивитәйли' дәп обзор язғанлиқи үчүн бейҗиң унивирситетиниң профессорлуқидин елип ташланған, һазир хитайда өзигә‏- өзи әркинлик берип язғучилиқ билән шуғуллинип келиватқан җав гобяв әпәнди 8 - март күни 'йеңи әср журнили'да елан қилди. Апторниң баян қилишичә, хитайда һәр қандақ киши хитайчә 'вуҗие ваң', 'зиюмен' дәп атилидиған икки хил юмшақ детални қолланса, хитай коммунист партийиси интернет ториға бикиткән һәр қандақ тосақ, 'оттам' ларни бималал бөсүп өтүп, хәлқаралиқ тор бәтлиригә кирип әркин һәрикәт қилиш мумкин. Әгәр фалунгуңчә нәпәс мәшқи қилидиған пән-техника әзимәтлири иҗад қилған бу икки хил юмшақ деталниң қайсибирини болмисун хитайда қолланмиған киши пүтүн дуняниң интернет дәвридә туруватқанлиқини һес қилалмайду. Бу юмшақ детални хитай һөкүмити тосалмайду. Бундақ пәвқуладдә төһпә үчүн биз фалунгуңчиларға барикалла дейишимиз керәк.

Улуқ ира гезити' һәққидики қараш

- Хитай хәлқи һазир бивастә пайдилиниватқан икки хил хитайчә мәнбә бар. Униң бири һәрхил учурлар, йәнә бири һәрхил тәһлилләр, - дәп баянини давамлаштуриду әркин язғучи җав гобяв әпәнди, - шаңхәйдә кишиләр интернеткә кирсә, адәттә 'хәлқ гезити', 'шинхуа тори', 'сина тори', 'суху тори' дегән учур вастилиридики гәп-сөзләр вә көз қарашлар билән түптин охшимайдиған 'улуқ ира гезити', 'йеңи таң телевизийәси' , 'үмид радиоси' дегән учур вастилири елан қилған хәлқ ичидин кәлгән һәрхил учурлар билән бивастә учришиду. Хитайда кишиләрниң қизиқип оқуватқини мушу мәнбәләр . Әмма америкидики мәлум бир радио истансисиниң бир хадими маңа , - дәп баянини давамлаштуриду аптор, - 'улуқ ира гезити' тәңшәлмигән учурларни көп бәргәнлики үчүн, уни вашингтонда бир қисим журналистлар көзгә илмайду, дәп чүшәндүрди. Миниң қаришимчә, 'улуқ ира гезити' ни көзгә илмиған журналистлар ғәрбниң догма нәзирийичилири. Улар хитайниң әһвалини билмәйдиған кишиләр. Худди дуняда һәммә ишни хода тәңшигәндәк тәңшийәләйдиған һечқандақ мәхлуқ болмиғандәк, кишиләр адәттә хитай тоғрисидики хәвәрләрниң һәммисини зому-зо тәңшиәшни күтүп олтурмайду. Әмәлийәттә 'улуқ ира гезити' елан қилған көпинчә һалда коммунист партийиниң хаталиқини удул паш қилип ташлиған хәвәрлири билән хитай һөкүмитиниң шинхуа агенетлиқи қатарлиқ учур вастилири дуняға тарқитиватқан мәхсус коммунист партийиниң әйибини юшуридиған шу қәдәр көп бормиланған яки тоқулма хәвәрлири хәлқ ичидә бирҗайға җәм болғанда, хитай һәққидики хәвәрләр аллиқачан тәбиий һалда тәңшилип болған. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.