Ақайефниң тәхттин чүшүши уйғурларға үмид елип кәлди
2005.03.31
Қирғизистандики өктичиләр инқилабиниң ғәлибә қилиши һәмдә қирғизистан сабиқ президенти әсқәр ақайефниң қирғизистандин қечип кетиши, һазир хәлқара мәтбуатларда муназирә қилиниватқан муһим темиларниң бири болди. Буниң қатарида енглизчә чиқидиған "асия вақти" гезити йеқинда н. Т тариминиң "ақайефниң тәхттин чүшүши уйғурларға үмид елип кәлди" дегән темидики бир парчә мақалисини елан қилди.
Мақалиниң бешида, уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң һазир, инқилабий һәрикәт билән һоқуқни қолға алған йеңи демократик һөкүмәтниң, әсқәр ақайеф дәвридики хитай билән һәмкарлишип уйғурларниң сиясий вә демократик һәрикәтлирини бирликтә бастуруш сияситигә хатимә беришини үмид қиливатқанлиқи йезилған.
Аптор мақалисида йәнә, ақайеф һөкүмитиниң хитай билән бирлишип уйғурларни бастуруши ноқул һалда қирғизистандики уйғурларниң зиянкәшликкә учриши болупла қалмастин, бәлки пүтүн уйғур миллитиниң дәпсәндә қилиниши болуп һесаблинидиғанлиқини билдүргән. Шундақла бу әһвал қирғизистандики уйғур паалийәтчилирини ғәзәбләндүрүштин сирт, нурғун қирғиз зиялийлири һәтта өктичи партийә рәһбәрлириму буниңға күчлүк қаршилиқ билдүрүп кәлгән һәмдә улар қирғизистандики ош, җалал-абад вә бешкәк қатарлиқ шәһәрләрдә түрлүк намайишларни оюштуруп, ақайеф һөкүмитиниң уйғур паалийәтчилирини мәҗбурий хитайға қайтуриветишиниң хәлқара қануниға хилап қилмиш икәнликини очуқ әйиблигән.
Қирғизистан өктичилириниң уйғурларға бәргән вәдиси
Аптор н. Т тарими мақалисида, қирғизистан өктичилириниң илгири уйғурларға, әгәр улар һөкүмәтни қолиға алса хәлқара қанунлириға риайә қилип, қирғизистандики уйғурларниң демократик паалийәтлиригә йол қоюшқа вәдә бәргәнликини, шу сәвәбтин уйғурларниң бу йеңи қирғизистан һөкүмитигә үмид билән қараватқанлиқини язған.
Аптор йәнә, қирғизистан дәсләп мустәқил болғанда президентликкә тәйинләнгән әсқәр ақайефниң димократик қирғизистан дөлити қуруштики илгирики вәдилирини әсләп өткән. Мақалида әскәртилишичә, қирғизистан сабиқ совет иттипақидин мустәқил болуп чиққанда, қирғизистан һөкүмитини чин көңлидин риғбәтләндүргән вә қоллиған милләт уйғурлар икән. Шундақла тунҗи президентлик вәзиписини үстигә алған әсқәр ақайефму "қирғизистан, барчә милләтләрниң өйи" дегән шуарни көтүрүп чиқип, бу йәрдики һәр қайси милләтләрниң ортақ, баравәр тәрәққий қилиш һоқуқиға игә икәнликини илгири сүргән.
Хитайниң оттура асиядики оюни
Бу арида оттура асиядики мустәқил дөләтләрниң, уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикитигә тәсир көрситишидин әндишә қилған хитай һөкүмити дәрһалла пүтүн дунядики уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикәтлирини бәрбат қилиш пиланғанған мәхпий "7 - номурлуқ һөҗҗәт" ини чиқарған. Бу һөҗҗәттә, уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиниң алдини елиш, ғәрбниң уйғур мәсилисигә арилишиш еһтималлиқини тосуш һәмдә қазақистан вә қирғизистан қатарлиқ оттура асия дөләтлиригә уйғурларни бастуруш һәққидә бесим ишлитиш қатарлиқ мәзмунлар киргүзүлгән. Буниң нәтиҗисидә, демократийә байриқини көтүргән әсқәр ақайеф 1996 - йиллириға кәлгәндә хитай билән болған иқтисадий һәмкарлиқни нәзәрдә тутуп һәмдә кәлгүсидә өзиниң йәнила хитайға беқинидиғанлиқини һес қилип, хитайдин алидиған иқтисадий мәнпәәтләрниң бәдилигә уйғурларни сетивәткән. Ақайеф қирғизистандики уйғур паалийәтчилири вә тәшкилатларниң паалийитини очуқ чәклигән һәмдә бир түркүм уйғурларни хитайға мәҗбурий қайтуривәткән. Буниң зиянкәшликигә хитай вә башқа дөләтләрниң тәвәлидики уйғурлардин сирт, һәтта қирғизистанлиқ уйғурларму учриған. Шундақла хитайниң бу оюни қирғизистандила әмәс бәлки қазақистандиму мәлум нәтиҗә һасил қилған.
Қирғизистан, оттура асиядики уйғурлар көп топлашқан мәркәзләрниң бири болуп, уйғурлар асаслиқи бишкәк, қарақол, қарабалта, ош вә үзген қатарлиқ шәһәрләргә топлашқан. Гәрчә қирғизистанда қанчилик уйғурларниң барлиқи һәққидә ениқ санлиқ мәлумат болмисиму, әмма қирғизистан һөкүмитиниң 1996 - йилидики истатистикисида, бу йәрдә 45124 уйғур яшайдиғанлиқи мәлум қилинған. Әмма тәтқиқатчи венера җуматайеваниң қазақистанда елан қилған бир парчә мақалисида, қирғизистандики уйғурларниң 150 миңға йетидиғанлиқи көрситилгән. Шундақла бәзи уйғур зиялилири вә уйғур тәшкилатлири һәқиқий санниң буниңдинму көп икәнликини, қирғизистандики уйғур нопусиниң һәтта 250 миңға йетидиғанлиқини билдүрмәктә.
Уйғурлар йеңи һөкүмәттин үмид күтмәктә
Аптор н т тарими мақалисидә йәнә, уйғурларниң тили, мәдәнийити, дини вә өрүп -адәтлири оттура асия дөләтлиридики қазақ, қирғиз, өзбәк вә түркмәнләр билән охшаш болғанлиқи үчүн, улар сабиқ совет иттипақидин мустәқил болуп чиққанда, бу дөләтләрдин зор үмидләрни күтүп кәлгәнликини, әмма хитайниң оттура асияда уйғур қәртини устатлиқ билән ойнап кетиши нәтиҗисидә бу дөләтләрниң ахири хитай билән һәмкарлишиш йолини таллишиниң, уйғурларни толиму әпсусландурғанлиқини көрсәткән.
Лекин мақалиниң ахирида йәнә, қирғизистандики өктичиләрниң тинч йолдики инқилабий һәрикәт билән һоқуқни ақайеф һөкүмитидин тартивелишиниң, уйғурларға йеңидин бир хил үмидләрни елип кәлгәнлики йәкүнләнгән. Шундақла қирғизистандики бу вәқә сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлиридә 18 ай ичидә йүз бәргән 3 - қетимлиқ тинч йолда һоқуқни тартивелиш вәқәси болуп, бу, оттура асиядики диктаторлуқ һакимийәтләргә бир сигнал бәргән. (Пәридә)