Ваң лечүән мәқситигә йәтти, уйғурға тәһдит давам әтмәктә
2008.03.19
Ваң лечүән нөвәттә компартийә мәркизий комитет сиясий бюросиниң әзаси, уйғур аптоном районлуқ партком секритари, шинҗаң ишләпчиқириш - қурулуш қошуниниң сиясий комиссари. Көзәткүчиләрниң қаришичә, бу бир қатар һоқуқларниң ичидә, ваң лечүәнниң ваз кечәлмәйдиғини уйғур районидики партком секритарлиқидур.
Ваң лечүәнниң муқимлиқ хизмитидики тәҗрибиси, уйғур районидики орнини сақлап қалған
Хоңкоң мәтбуатлириниң билдүрүшичә, ваң лечүәнниң мәзкур арзуси бу қетим бейҗиңда ечилған икки йиғин мәзгилидә бир қетим тәһдиткә дуч кәлгән. Йәни ваң лечүәнниң уйғур районидики партком секритарлиқи 12 йилдин узирап кәткини үчүн, мәркизий һөкүмәт уни хитай хәлқ қурултийи даимий комитетиниң муавин мудири қилип мәркәзгә йөткәшни пиланлиған. Әмма олимпик мәзгилидики муқимлиқ еһтияҗи вә мәркәзниң олимпик муқимлиқиға келидиған асасий тәһдитни шәрқи түркистан бөлгүнчилиридин көрүши, мәркизий һөкүмәтниң ваң лечүәнниң орни һәққидә пилан өзгәртишигә сәвәб болған.
Бу қарашни оттуриға қойған шиңдав гезити, бу йил 18 - марттики санида бу қетимқи хәлқ қурултийида, хәлқ қурултийи даимий комитетидики 2 орунниң бош қалғанлиқини, бу икки орундин бириниң ваң лечуәнгә аит икәнликини хәвәр қилди. Шиңдав гезитиниң билдүрүшичә, бу қетимқи йиғинда әслидә әза сани 15 болушқа тегишлик даимий комитетқа 13 киши тәйинләнгән, бош қалған икки орунниң бири, тибәт бәнчән ламасиға аит, хитай тәрипидин талланған бу бәнчән лама техи 18 яшқа толмиғанлиқи үчүн орни бош қалған.
Олимпик бихәтәрлики вә ваң лечүәнниң муқимлиқ хизмитидики тәҗрибиси нәзәргә елинип, ваң лечүәнниң уйғур районидики секритарлиқ орнини давамлаштуруш қарар қилинған вә униң даимий комитетидики алдин пиланланған муавин рәислик орни бош қалған.
Дилшат ришит: " ваң лечуән мәркәзгә өз орниниң муһимлиқини һес қилдурушқа тиришиватиду "
Хоңкоңда чиқидиған шиңдав гезитиниң юқириқидәк қарашлирини уйғур көзәткүчилириму тоғра дәп қарайду. Канадада яшаватқан уйғур зиялийлиридин гүлшән абдуқадир, уйғур елидики асаслиқ сода - санаәт орунлири билән ваң лечүәнниң шерикчилики барлиқини ейтқан иди.
Үрүмчидә яшаватқан бир хитай пуқрасиму үрүмчидики дехуй ширкитиниң саһиби билән ваң лечүәнниң қуда - баҗилиқ мунасивитини ашкарилиған иди. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитму ваң лечуәнни уйғур районидики һакимийитини мустәһкәмләш үчүн, уйғур миллий һәркитини қарилаватиду дәп әйиплигән иди.
юқуриқи мәлуматларға асасланғанда, бу нөвәт ваң лечүәнниң мәркәзгә йөткилиштин сақлинип қелишиға, алдинқи һәптә тарқитилған айропилан вәқәси һәққидики хәвәр сәвәб болған болиду.
" Вәқә пәйда қилғучиларниң исимлики, орни, салаһийити қатарлиқ асаслиқ учурларни тилға алмиди "
Тәңритағ ториниң 18 - март хәвәр қилишичә, ваң лечүән уйғур районидики мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп айропилан вәқәси һәққидә йәнә бир қетим тохталған. У бу қетимқи тохтилишида, 7 - март күни йүз бәргән айропилан қазаси пәйда қилишқа урунуш вәқәсини бир һәптилик тәкшүрүш нәтиҗисидә, вәқәдә чәтәлдики шәрқи түркистан күчлириниң қоли барлиқини байқиғанлиқини, җинайәт гумандариниң һәрикәтни пиланлаш, қатнишиш вә иҗра қилиш җәрянини иқрар қилғанлиқини билдүргән. Әмма йәнила, вәқә пәйда қилғучиларниң исимлики, орни, салаһийити қатарлиқ асаслиқ учурларни тилға алмиған. Ваң лечүән сөзидә йәнә, үч хил күчләргә давамлиқ түрдә қаттиқ зәрбә беридиғанлиқини йәнә бир қетим кәскин тәләппуз билән оттуриға қойған.
Көзәткүчи әркин әкрәм ваң лечүәнниң изчил түрдә тәкитләп келиватқан, бөлгүнчиләрни баш көтүргүзмәслик, бих һалитидә уҗуқтуруш қатарлиқ чақириқлириниң хәлқара қанун вә хитай қанунлириға ашкара хилап икәнликини, ваң лечүәнниң уйғурларни бастурушта хәлқара җамаәт пикригә пәрва қилмай кәлгәнликини вә пәрва қилмайдиғанлиқини билдүргән иди.
Дейилгинидәк, ваң лечүән түнүгүнки сөзидә, уйғурларни қоллаватқан ғәрб дунясини дүшмән күчләр дәп атиди: у бу һәқтә мундақ дегән:. Ғәрб дүшмән күчлири аптоном районимиздики бөлгүнчилик, бузғунчилиқ һәрикитини тохтатмиди. Улар һәрқандақ пурсәттин пайдилинип, һәр заман шәклини өзгәртип, аптоном районимизда бөлгүнчилик қилиш вә сиңип кириш билән шуғуллиниватиду. Ваң лечүән бултур авғуст ейида қилған бир қетимлиқ сөзидиму, ғәрб дунясини дүшмән күчләр қатарида саниған вә америкини дүшмән күчләрниң каттибеши дәп әйиблигән иди.
Мана бу әһвалларни нәзәрдә тутқан әркин әкрәмниң қаришичә, ваң лечүәнниң уйғур тәшкилатлирини террорчи дәп әйиблиши, уйғурларни бастурушқа сәвәб тепиш үчүн әмәс, чүнки у һазирға қәдәр сәвәбликму - сәвәпсизму бастуруп кәлмәктә, униң мәқсити мәркизи һөкүмәткә өз орниниң муһимлиқини һес қилдуруш үчүндур.
Әркин әкрәм: бейҗиңниң тәдбири, мәсилини йошуруш
Әркин әкрәмниң қаришичә, ваң лечүән, бейҗиңдики қуруқ орундуқтин, уйғур елидики әмәлий һоқуқни әвзәл билиду. Шуңа у уйғур елидики қаршилиқ һәрикәтлириниң дуняға паш болуп қелишидин баш тартмайватиду. Шуңа у памир вәқәси, 27 - январ тоқунуши қатарлиқ сәзгүр вәқәләрни дуняға ашкариливәткән. Әркин әкрәмниң қаришичә, айропилан вәқәси һәққидики хәвәрму ваң лечүәнниң һоқуқ иштиһасиниң мәһсулидур. Мәркизий һөкүмәтниң уйғур мәсилисигә изчил қоллинип келиватқан тәдбири, мәсилини мумкин қәдәр дунядин йошуруш, хәлқара җамаәт пикриниң күнтәртипигә әкәлмәслик. Шуңа әркин әкрәм, айропилан вәқәси һәққидики хәвәрни мәркәзниң мәнпәәтигә хилап дәп қарайду, у шундақла, вәқәниң уйғурларға болған тәсири һәққидә сөзләп өтти.
Хәвәрләрдин мәлум болғинидәк, ваң лечуән уйғур миллий һәрикитини қарилаш һәрикәтлири билән бир қетимлиқ мәқситигә йәткән, йәни уйғур районидики һакимийитиниң муддитини узатқан. Әмма, көзәткүчиләрниң қаришичә, ваң лечүәнниң қарилаш һәрикитиниң уйғур мәнпәәтигә иҗабий яки сәлбий тәсир көрситидиғанлиқи алдимиздики ай яки йилларда ениқ мәлум болиду. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити уйғур юртлирида йүз күнлүк 'сериққа зәрбә бериш һәрикити' ни башлиди
- Хитай сиясий кеңишиниң 11 - нөвәтлик қурултийи 1 - йиғини аяғлашти
- " Айропилан булаш вәқәси" ниң сир пәрдиси террорлуқ тәһдитниң растлиқиға гуман пәйда қилди
- Ваң лечүән, қош тиллиқ маарип түзүминиң маһийитини ашкарилиди
- Ваң лечүән: шинҗаңда мәсилә түгимәйду
- Ху җинтав әгәр мавзедуңға әтраплиқ баһа беришни башлимиса коммунист партийә гумран болиду
- Хитай муқимлиқ мутәхәссиси уйғур елидә
- Ваң лечүән вә нур бәкри сиясий муқимлиқни қоғдашни тәләп қилди
- Ваң лишоңниң нәзиридики сахта рай синаш доклати
- Ху җинтав : " хитай мисли көрүлмигән риқабәткә дуч кәлди"
- Хитай һөкүмитиниң үч хил күчләргә зәрбә бериш сиясити уйғурларниң наразилиқи вә мустәқиллиқ арзулирини күчәйтмәктә
- Ваң лечүәнниң сөзлири уйғурларниң аптономийидин бәһриман болуватқанлиқини инкар қилиду
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрниң али сотчилар йиғини "үч хил күчләр" ни музакирә қилиду
- Һәқсиз телефон ленийисидә, уйғурлар базар сақчилири үстидин шикайәт қилмақта
- Ваң лечүән вә исмайил тиливалди "3 хил күчләр" гә зәрбә беришни қайта тәкитлиди