Америка хәлқара диний әркинлик комитети хадими минди лаймур билән сөһбәт
2005.08.12
Америка хәлқара диний әркинлик комитети 19-авғуст күни уйғур елини зиярәт қилидикән.
Игилишимизчә, америка хәлқара диний әркинлик комитети вәкилләр өмики уйғур елидики зиярити җәрянида, исмаил тиливалди қатарлиқ аптоном район рәһбәрлири шуниңдәк мунасивәтлик идарә - органларниң мәсуллири билән көришидикән.
Бу мунасивәт билән мухбиримиз өмәр қанат америка хәлқара диний әркинлик комитети хадими минди лаймурни зиярәт қилип, бу һәқтә мәлумат игилиди.
Қанат: Һөрмәтлик минди ханим, уйғур елигә қаратқан зияритиңлар қанчә күн давамлишиду? бу сәпириңлар давамида қайси шәһәрләрни зиярәт қилимақчи?
Минди ханим: Биз 19- авғуст күни үрүмчигә йетип баримиз. 19- Вә 20 - авғуст күнлири үрүмчидә аптоном район рәһбәрлири вә мунасивәтлик идарә – органларниң мәсуллири билән көришимиз һәмдә үрүмчидики бәзи мәсчитләрни вә рабийә қадир сода сарийини зиярәт қилимиз. 21- Авғуст күни қәшқәрғә берип, уйәрдики йәрлик һөкүмәт әмәлдарлири билән көришип, бәзи мәсчитләрни зиярәт қилимиз.22- Авғуст күни қәшқәрдин тибәтниң пайтәхти ласаға қарап йолға чиқимиз.
Қанат: Қәшқәрни зиярәт қилиш ишини хитай һөкүмити орунлаштурдиму яки силәр тәләп қилдиңларму?
Минди ханим: Биз хитай һөкүмтидин бу қетимқи зияритимиз җәрянида қәшқәргә баримиз дәп тәләп қилмидуқ. Лекин хитай һөкүмитигә қәшқәрдики бәзи кишиләр билән бәзи имамлар билән көришишни халайдиғанлиқимизни билдүрдуқ. Йәни биз қәшқәргә беришни әмәс, қәшқәрдики бәзи имамлар билән көришишни тәләп қилдуқ вә хитай һөкүмити бизниң бу тәлипимизни қобул қилип, бизни қәшқәрғә елип баридиғанлиқини билдүрди.
Қанат: Қәшқәрдә хәлқ билән учришиш пиланиңлар барму ?
Минди ханим: Һазирчә бизниң мәқсидимиз, қәшқәрдики бәзи мәсчитләрниң имамлири билән учришиштин ибарәт. Қәшқәрғә барғандин кейин у йәрдә хәлқ биләнму учришишни үмид қилимиз.
Қанат: Зияритиңлар җәрянида қайси рәһбәрләр билән көрүшмәкчи, ваң лечүән билән учришамсиләр?
Минди ханим: Һазирчә учришидиған рәһбәрләр арисида ваң лечүән юқ. Лекин биз униң билән көришәләймиз дәп ойлаватимиз. Әмма исмаил тилвалди билән көришидиғанлиқимиз ениқ.
Қанат: Игилишимизчә, хитай һөкүмити өткән йили силәрниң үрүмчини зиярәт қилиш тәлипиңларни қобул қилмиған. Бу йил үрүмчигила әмәс, қәшқәрғиму беришиңларни қобул қилған. Сизчә буниң сәвәби немә?
Минди ханим: Сиз дегәндәк, өткән йили хитай һөкүмити бизниң үрүмчигә беришимизға рухсәт қилмиған. Бу йил бизниң қәшқәрниму зиярәт қилишимизни қобул қилди. Уйғур аптоном районидики мунасивәтлик идарә - орган мәсуллири билән көрүшишимиз үчүн шараит һазирлиди. Сәвәби немә болушидин қәтий нәзәр биз уйғур аптоном районини зиярәт қилидиғанлиқимиз үчүн наһайити хурсәнмиз.
Қанат: Хәвәрләргә қариғанда, бу қетимқи зияритиңлар җәрянида, уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң назири билән көрүшмәкчи икәнсиләр. Униң билән қайси мәсилә үстидә сөһбәт өткүзмәкчи? бу һәқтә бир аз мәлумат бирәмсиз?
Минди ханим: Биз йеқинда чиққан хәвәрләрдин уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң, диний ишларни башқурушта муһим рол ойнаватқанлиқини ениқлидуқ. Омумән қилип ейтқанда җамаәт хәвпсизлик назарити хитайниң башқа районлиридиму диний ишларни башқурушта бәлгилик рол ойнайду. Лекин бу идариниң уйғур аптоном районида ойнаватқан роли башқа районларға қариғанда пүтүнләй пәрқлиқ. Биз җамаәт хәвпсизлик назаритидин, мәзкур идариниң уйғур аптоном районидики диний ишлар идарисида ойнаватқан роли һәққидә тәпсилий мәлумат елип, бу мәлуматларни хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан диний сияситини баһалашта ишлитимиз.
Қанат: Сиз юқирида ейтқандәк, хитай һөкүмити бу йил силәрниң үрүмчигила әмәс, қәшқәрғиму беришиңларға рухсәт қилған. Шундақла зияритиңлар җәрянида аптоном район рәһбәрлири силәр билән көришишни қобул қилиш билән биргә, силәрниң райондики мунасивәтлик идарә - орган мәсуллири билән көришишиңларниму қобул қилған. Мән юқиридики суалимни йәнә тәкрарлимақчимән. Хитай һөкүмитиниң бундақ һәрикәт қилишиниң сәвәби немә болуши мумкин.
Минди ханим: Бизму хитай һөкүмитидин бу қетимқи зияритимиз җәрянида, үрүмчидә көришидиған рәһбәрләрниң тизимликини алғинимизда һәйран болдуқ. Хитай һөкүмитиниң бундақ һәрикәт қилғанлиқиниң сәвәби немә икәнликини бизму биләлмидуқ.
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлиси хитай һәрбий тәрәққияти һәққидә испат бериш йиғини өткүзди
- Аялини қоғдаш үчүн йеза кадирини өлтүргән яш, диний әсәбийлик билән әйибләнгән
- Мәһбус абдуреһимҗан қәшқәрдики түрмигә йөткәлди
- Диндар яш абдуреһимҗан қавул үрүмчидә қолға елинди
- Америка, диний әркинликни еғир дәпсәндә қиливатқан 11 дөләтни елан қилди