Қирғизистанда уйғур мәктипи қурулди
2006.06.27
Оттура асия дөләтлиридә яшаватқан уйғурларниң сани аз әмәс. Бу йәрдики уйғурларму башқа милләтләргә охшашла өз мәдәнийити, өрп-адити вә тил-әдәбиятини сақлап қелиш үчүн нурғун тиришчанлиқларни көрситип кәлди.
Буниң қатарида йеқинда қирғизистандики уйғур мәдәнийәт мәркизи уйғур тилини асас қилған тунҗи уйғур мәктипини қуруп чиқти һәмдә бу мәктәпниң ечилиш мурасими 20-июн күни дағдуғилиқ тәбрикләнди. Ечилиш мурасимиға қирғизистандики уйғур зиялилиридин сирт йәнә, түркийиниң бешкәктики әлчиханисидин вәкилләрму қатнашти.
Бу һәқтики мәлуматларни, бешкәктики ихтияри мухбиримиз турсун исламдин аңлаң.
©
2006 Radio Free Asia