Франсуз тәтқиқатчисиниң уйғурлар һәққидики қарашлири
2007.02.15
Уйғур миллий һәрикитиниң ғәрб сиясий сәһнисидә күнсери муһим темиларниң биригә айлиниши, техиму көп мутихәсисләрниң уйғурлар мәсилисигә болған қизиқишини күчәйитмәктә. Америка вә яврупа әллиридә мәхсус уйғур тарихи вә уйғурларниң нөвәттики вәзийәтлирини тәтқиқ қилидиған алимларниң санини көпәйтмәктә. Һәр қайси әлләрдин д у қ баш шитабиға келип уйгур миллий һәрикитиниң ғайиси, көлими вә күрәш истратегийиси һәққидә мәлумат игиләшкә җәлип қилмақта.
"5 – Феврал ғулҗа вәқәси" ниң 10 йиллиқи мунасивити билән мюнхенда өткүзүлгән намайишқа зор қизиқиш ичидә иштирак қилған париж университетиниң уйғурлар мәсилиси тәтқиқатчиси хәми әпәнди мәхсус уйғурларниң тарихиға һәвәс бағлиған бир киши болуп, у д у қ баш шитабида елип барған икки һәптилик зиярити җәрянида қурултай рәһбәрлири вә көплигән уйғурлар билән сөһбәтләрдә болди. Хәми әпәнди өзиниң уйғурлар вә уларниң тарихиға җәлип қилинишқа сәвәп болған амиллар һәққидә тохтилип:
"Мән уйғур дегән бу милләтни наһайити кечикип тониғанлиқимдин әпсуслинимән. Мән уйғурларниң тарихидин мәлумат игиләшкә башлиған чеғимда, өтмүштә шу қәдәр шанлиқ мәдәнийәтләрни яратқан вә аҗайип сәлтәнәтлик дөләтләрни қуруп, дуняға узун бир заман тәрәққият вә мәдәнийәтләрниң бөшүки болуп тонулған бу милләтниң һәтта өз вәтининиң намини аташқиму җүрәт қилалмайдиған паҗиәлик тәқдиргә мәһкум қилинғанлиқини көрдүм. Мән уйғур диярини зиярәт қилиш җәрянида, өз тарихини, өз ирадисини ашкарә сөзлийәләйдиған уйғурларни наһайити кәм учраттим. Улар қаримаққа тинч яшаватқандәк көрүнсиму, көңүллири әнсизчиликкә чирмалған икән" деди.
Хәми әпәнди өзиниң уйғур вәтининиң җәнуп вә шималини кәзгәнликини, өзи оқиған тарихи китаблардики уйғурларға аит улуғварлиқларниң аллибурун чүшкә айланғанлиқни, бүгүнки уйғурларниң нә пикир әркинлики нә етиқат әркинликидин сөз ачалмайдиғанлиқини, хитай бесиминиң һәр бир аилиғичә өз күчини көрситиватқанлиқини тәкитләп әпсусланди.
Хәми әпәндиниң нөвәттики тәтқиқат нишани уйғурларниң диний етиқад һәм һакимийәт тарихида тәсирлик орун тутқан сопизм тәлиматидин ибарәт икән. Биз уйғурлар тарихи һәққидә бәлгилик чүшәнчигә игә болған бу франсийилик тәтқиқатчидин, немә үчүн уйғурларниң сопизм тарихиға бу қәдәр диққәт бериватқанлиқини сориғинимизда, у өзи игилигән мәлуматлирини шәрһиләп мундақ изаһат бәрди:
"Уйғурларниң әң ахирқи қудрәтлик һакимийитиниң йимирилишигә сопизм сәвәпчи болған икән. Ақ тағлиқлар вә қара тағлиқлар маҗрасини сопизм кәлтүрүп чиқарған икән. 17 – Әсиргә кәлгәндә, мәркизи асияда йәнила күчлүк дөләт саналған сәидийә султанлиқини аппақ ғоҗа башчилиқидики сопиларниң һоқуқ талишиш күриши йоқатқан икән. Әсирләрдин буян асия вә дуня мәдәнийитигә күчлүк тәсир көрситип кәлгән уйғурларниң мәдәний дөләтлириниң ақивәттә, сопизмниң қурбаниға айлинип кәткәнлики мени әҗәпләндүрди. Гәрчә сәидийә султанлиқидин кейин қәшқәрийә дөлити, или султанлиқи вә 33 – йили, 44 – йиллири шәрқий түркистан җумһурийәтлири қурулған болсиму, өмри қисқа бу җумһурийәтләр уйғурларниң шан – шөһритини әслигә кәлтүрәлмиди. Мән уйғурларниң 1877 – йили хитай – манҗу қошунлири тәрипидин мустәмликигә айланғанлиқини тәтқиқ қилиштин илгири, уйғурларниң ахирқи қудрәтлик һакимийитигә хатимә бәргән сопизмни тәтқиқ қилишни мувапиқ көрдүм. Әлвәттә, буниңдин кейин йәнә башқа темиларға көчимән".
Франсийилик бу тәтқиқатчиниң пикригә асасланғанда, уйғурлар мәсилисигә көңүл бериватқан тәтқиқатчиларниң һәммиси дегүдәк, уйғурларни чүшинишниң дәсләпки басқучида хаталишидикән. Хитай һакимийити тәрипидин мәқсәтлик яздурулған сахта тарих нурғун кишиләрни қаймуқтуридикән. Уйғурларға аит тарихи учурларни дуня тарихини тәтқиқ қилған мәшһур тарихчиларниң әсәрлиридин көп учратқили болсиму, әмма уйғур тарихи тоғрисидики әсәрләрниң чәтәл тиллира нәшир қилинған мукәммәлрәк шәрһиси болмиғанлиқи үчүн, тәтқиқатчилар һә дегәндила хитай тарихлирида тәсвирләнгән баянларға мураҗиәт қилишқа мәҗбур қалидикән.
Хәми әпәнди уйғур вәтинидә зиярәт елип бериш җәрянида бәзи қиммәтлик учурларға еришкән болсиму, уйғурларға аит һәқиқи тарихи әсәрләрниң йиғивелинғанлиқи вә көйдүрүп ташланғанлиқи сәвәблик көп материял топлиялмиған. Униң үстигә һәқиқи тарихни билидиған уйғур зиялилар хитай тәһдити түпәйли чәтәлликләргә мәлумат берәлмәйдикән.
Хәми әпәнди уйғур миллий һәрикитиниң рәһбәрлик оргини болған д у қ ға тарихи әсәрләрни көпләп нәшир қилиш, мумкин болса чәтәл тиллирида нәшир қилиш тәклипини бәрди һәмдә хитай һөкүмитиниң һазир мәхсус тарих йезиш горупписи тәшкилләп, уйғурлар тарихини қайтидин йезип чиқишқа башлиғанлиқини, бу ясалма тарихниң дуняни алдаш ролини өтәйдиғанлиқини әскәртип қойди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Америкилиқ профессорниң памир игизликидә йүз бәргән вәқә һәққидики қарашлири
- Уйғур мәсилиси һәққидә тәкшүрүш елип бериш үчүн америкиға барған профессор, доктор тимур коҗаоғлу билән сөһбәт
- Шветсийидики тунҗи әвлат уйғуршунас Gustaf Raquette
- Dru Gladney Канада CBC телевизийисидә уйғурлар һәққидә тохталди
- Ләғмән техникисини марко поло елип кәлгәнму яки өгинип кәткәнму? (2)
- Исраилийилик уйғуршунас Yitzhak Shichor билән сөһбәт(2)
- Ләғмән техникисини марко поло елип кәлгәнму яки өгинип кәткәнму? (1)
- Исраилийилик уйғуршунас Yitzhak Shichor билән сөһбәт(1)