Ваң лечүәнниң хәлқ қурултийида қилған доклатиға инкас


2006.03.08

5 ‏- Март күни бейҗиңда ечилған мәмликәтлик 10 ‏- нөвәтлик хәлқ қурултийиниң 4 ‏- қетимлиқ йиғини җәрянида, уйғур аптоном райониниң компартийә баш секретари ваң лечүән уйғур елидин кәлгән вәкилләрдин тәркип тапқан гуруппа йиғинида мәхсус доклат берип, "бултур бир йил ичидә, шинҗаңда зор нәтиҗиләр қолға кәлтүрүлди, мәсилән йәр тәврәш районлиридики хәлқ үчүн 415 миң өй селинди. Бу йилқи пиланда йәнә 500 миңи селиниду. Буниңдин башқа йәнә 2 милйон 280 миң йеза балилириниң оқуш пули вә китаб пули қатарлиқлар пүтүнләй бикар қилинди, йеза давалаш саһәсидиму зор илгириләшләр болди, деһқанларниң қәдимдин буян төләп келиватқан деһқанчилиқ беҗи пүтүнләй бикар қилинди" дәп махтанди.

Ваң лечүәнниң бу доклати һәққидә зиятимизни қобул қилиған сидиқ һаҗи рози вә алим сейтоф әпәндиләр өзлириниң бу һәқтики қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.