Уйғур аптоном райони вәкиллирини қазақистанға тәклип қилған қазақистан уйғурлири билән сөһбәт
Йеқинда уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң муавин рәиси җаппар һәбибулла башчилиқидики бир вәкилләр өмики қазақистан җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизи вә қазақистан хәлқ асамбилисиниң тәклипигә асасән қазақистанни зиярәт қилған . Көпчиликә мәлум болғандәк, уйғур мәдәнийәт мәркизий рәһбәрлири бу йилниң башлирида хитай һөкүмитиниң тәклипигә асасән уйғур аптоном районида зиярәттә болған.
Хитай вәкилләр өмики бир қазақистанға қаратқан бир һәптлик сәпири җәрянида, җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизий рәһбәрлириниң орунлаштуруши билән, қазақистанниң пайтәхти астанида зиярәттә болған һәмдә алмута вә башқа районлардики уйғурлар билән учрашқан .
Игилишимизчә хитай вәкилләр өмики қазақистандики учришишлири җәрянида, хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районида елип бериватқан сиясәтлири мәдһийиләп, қазақистандики уйғурларни, уйғур аптоном райони вә хитай һөкүмити йеқин алақә орнитишқа чақирған.
Бу мунасивәт билән мухбиримиз өмәр қанат уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң муавин рәиси җаппар һәбибулла башчилиғидики хитай вәкилләр өмикиниң қазақистан зияритиниң орунлаштурулишида муһим рол ойниған қазақистан җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси әхмәтҗан шәрдиноф, муавин рәис азат һәкимбег вә идарә һәйити әзаси аблиз абдуллайефларни зиярәт қилип, мәзкур зиярәт һәққидә сөһбәт өткүзди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур аптоном райониниң вәкиллири қазақистанда
- Уйғур вәкиллири зияритини ахирлаштуруп алматиға қайтти(2)
- Уйғур вәкиллири зияритини ахирлаштуруп алматиға қайтти(1)
- Қазақистандики уйғур вәкиллири уйғур елини зиярити мунасивити билән мурат әхмидини зиярәт
- Қазақистандики уйғур вәкиллири хитайниң тәклипи бойичә уйғур елини зиярәт қилди
- Америка хәлқара диний әркинлик комитети хадими минди лаймур билән сөһбәт
- Назилийә юсунива ғулҗида көргәнлирини аңлатти