Хитай демократи ву хуңда билән кан вәқәлири һәққидә тохталди


2005.12.15

Йеқинқи бир нәччә айдин буян, хитайда вә шундақла уйғур елидә арқа - арқидин йүз бериватқан көмүр кан вәқәлири дуняниң диққитини қозғимақта.Радиомизниң зияритини қобул қилған вашингтондики хитай учур мәркизиниң мәсули хитай демократи ву хуңда әпәнди өзиниң 9 йил көмүр канда ишлигән мәзгилини әсләп, хитайдики көмүр кан бихәтәрлик мәсилиси әзәлдин мәвҗут икәнликини,лекин һич бирзаман бүгүнкидәк һаләткә йәтмигәнликини әскәртип, " бундақ болуши хитай компартийә әзалириниң өз мәнпәәти үчүн, һәммини бир чәткә қайрип қоюп, тәлвиләрчә пайда қоғлишиватқанлиқидин" дәп көрсәтти.

Зияритимизни қобул қилған ву хуңда әпәнди бу йил 7 - айдин башлап хитайниң гуаңдуң, гуаңши, сичуән, хебей, хенән, гүйҗу, хейлуңҗяң қатарлиқ җайлирида һәмдә уйғур елиниң фу каң вә шихо қатарлиқ җайлирида арқа -арқидин йүз бәргән кан вәқәлирини сөзләп келип, " һазирқи мәсилә пәқәт техникиниң арқида қелиши мәсилиси әмәс,бәлки һөкүмәтниң хәлқниң һаятиға мәсулийәтчан болуш яки болмаслиқ мәсилә. Әгәр хитай һөкүмити һәқиқәтән хәлқ үчүн хизмәт қилидиған һөкүмәт болидикән, ундақта у көмүр кан бихәтәрлик мәсилисигә чоқум капаләтлик қилалиған болатти. Әпсуски бу һөкүмәт һазир пүтүнләй чириклишип кәтти " дәп өзиниң хитай вә уйғур елидики көмүрканларниң кәлгүсидин интайин әндишә қилидиғанлиқини билдүрди.

Ву хуңда әпәнди сөһбәт җәрянида, һазир мәйли хитай өлкилиридә болсун яки уйғур елидә болсун, көмүр каниларни йерими һөкүмәт игиликидә болуп, қалған йерими шәхсиләрниң қолида икәнлигини, лекин бу көмүрканларниң һәммиси дегидәк һөкүмәт билән мунасивәтлик икәнликини, болупму шәхси көмүркан мәсуллириниң һөкүмәт әмәлдарлири билән болған мунасивити тәсәввур қилғусиз һаләттә икәнликини мәлум қилди.

Ву хуңда әпәнди көмүркан мәсуллириниң һөкүмәт әмәлдарлири билән нәқәдәр қоюқ мунасивәттә икәнликини, һәмдә йүз бәргән вәқәләрниң һәммиси дегидәк дәл мушу хил мунасивәт түпәйлидин келип чиққанлиқини тәкитләп, пакитлар бойичә мундақ анализ қилди:

" Кан мәсилисигә кәлгәндә хитай һөкүмити бәлким нурғун һөҗҗәтләрни алдиңизға ташлап қоюп, 'мана көрүң, биз кан бихәтәрлик мәсилисигә интайин әһмийәт беримиз, бизниң мундақ - мундақ бәлгилиримимиз бар. Әгәр кимки бу бәлгилимиләргә бойсунмайдикән, биз уни қаттиқ җазалаймиз' дәп өзини ақлиши мумкин.Лекин қаримаққа шундақдәк көрүнгини билән, әмәлийәттә боливатқан ишлар адәмни чөчүтиду. Мәсилән бу йил сәккизинчи айда гуаңдуңда йүз бәргән дашиң көмүр кан вәқәсидә 123 адәм өлди. Лекин бу көмүр кан вәқә йүз бериштин техи бир нәччә күн бурунла һөкүмәт тәрипидин " бихәтәрлик ишләпчиқириш гуваһнамиси " ға еришкән икән. Гуваһнамиға еришкән болғандин кейин, әслидә вәқә йүз бәрмәслики керәк иди. Лекин йәнила вәқә йүз бәрди. Демәк шуни көрүвалғили болидуки кархана рәһбәрлири билән кинишкә бериш орунлиридики һөкүмәт әмәлдарлири өз ара тил бириктүривалған.Һазир һөкүмәт әмәлдарлириниң сайиси пәқәт көмүр кан саһәсидила әмәс, бәлки сода санаәт, пән техника, маарип, қатнаш, қурулуш қатарлиқ һәммила саһадә болуп, улар пүтүнләй парихорлуқ вә хиянәт қилиш ишлириға берилип кәткән.Болупму көмүр кан саһәсидики әмәлдарларниң нәзиридә хәлқниң һаяти әзәлдин әрзимәс бирнәрсә болуп кәлмәктә. Улар үчүн әң муһими йәнила өз мәнпәәти вә өзигә келидиған пайда болуп һесаблиниду.Шуңа улар иккиләнмәй көмүр кан бихәтәрлик мәсилисигә охшаш мушундақ чоң ишлардиму, халиғанчә кинишкә тарқитип, хәлқниң һаяти билән ойнашқан".

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.