Бешкәктә пешқәдәм шаир мәрһум җамалидин қасим иҗадийити һәққидә илмий йиғин өткүзүлди
2005.12.22
Қирғизистан уйғур әдәбиятиниң шәкиллиниши вә тәрәққиятиға тегишлик һәссисини қошқан пешқәдәм шаир, мәрһум җамалидин қасим туғулғанлиқиниң 70 йиллиқи мунасивити билән бешкәктики қирғизистан дөләтлик университи уйғур бөлүминиң уюштурушида, йеқинда шаирниң иҗадийити тоғрисида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.
Муһакимә йиғиниға бешкәктики уйгур зиялийлири вә дөләт унверситиниң оқутқучи, оқуғучилири қатнашти. Йиғинда сөгә чиққанлар мәрһум җамалидин қасимниң әдәбий иҗадийитигә юқири баһа бәрди.
Бу һәқтики мәлуматларни, қирғизистандики ихтияри мухбиримиз турсун исламдин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia