Хитай хәлқара мәсилиләрдә адил мәйданда туруш лаяқитигә игиму?
2007.10.09

Хитайниң берма вәқәсигә тунҗи инкаси, икки тәрәпни муқимлиқни қоғдашқа чақириш болди; иккинчи чақириқи болса, һөкүмәт вә намайишчидин ибарәт һәр икки тәрәпни өзини тутивелишқа чақириш болди; әмдиликтә, бермидики вәқәниң берминиң ички иши икәнликини, бу мәсилигә б д т ниң қол тиқмаслиқи керәкликини оттуриға қоюватиду. Хитайниң берма мәсилисидә ойнаватқан сәлбий роли мутәхәссисләр тәрипидин түрлүк анализ қилинмақта. Буларниң ичидә германийидики " тенчлиқ вә бихәтәрлик сияситини тәтқиқ қилиш мәркизи" ниң тәтқиқатчиси германийилик мутәхәссис бәрнд бәргәрниң анализи әң күчлүк тәсир қозғиди.
Хитай 1999 -йили шималий атлантик әһди тәшкилати косова мәсилисигә арилашқанда сирбийәниң муқимлқини тәкитләп қарши чиққан иди. Әйни йилларда , һиндонизийиниң муқимлиқини тәкитләп шәрқи теморниң һиндонизийидин айрилишиға салқин қариған иди , бу йил йил бешида йәнә, суданниң "муқимлиқ"ини көздә тутуп, дарфур мәсилисдә тосалғу пәйда қилған иди. Мана бу пакитларни нәзәрдә тутқан бәрнд бәргәр, хитай тәшәббус қиливатқан муқимлиқниң берма хәлқиниң мәнпәәти үчүн зөрүр болған берма вәзийитиниң муқимлиқи әмәс , берма һәрбий һөкүмитиниң һакимийәт тәхтиниң муқимлиқи икәнликини оттуриға қойди.
Намайиш қилиш өзини тутивалалмиғанлиқму?
Хитайниң берма һөкүмитини өзини тутивелишқа чақириши әқилғә уйғун бир чақириқ , әмма намайишчиларни өзини тутивелишқа чақириши әҗәблинәрлик. Чүнки қолида һичқандақ қорал болмиған намайишчиларни өзини тутувелишқа чақиришниң немә һаҗити ? яки намайиш қилғанлиқниң өзи, өзини тутивалалмиғанлиқму? бу түр соалларға бәргәрниң қәлимидин мундақ җавап келиду : " хитай берма мәсилисидә өзиниң тар мәнпәәтини көзләватиду, бермида һакимийәт алмишип кетип қалса, һакимийәтни қолиға алғучи йеңи демократик һакимийәт билән арисида келишәлмәслик юз бериши, бу сәвәплик хитайниң иқтисадий мәнпәәти дәхлигә учриши мумкин." Йәнә бәзи көзәткүчиләр, хитайниң берма мәсилисидики әндишисиниң иқтисадй әмәс, сиясий икәнликини оттуриға қоюшмақта.
Бу хил пикирдикиләрниң қаришичә, хитай, афғанистанда һәм ирақта һакимийәт алмашқандиму иқтисдий мәнпәәтлирини қоғдап қалалиған; қошниси болған бермида иқтисадий мәнпәәтини сақлап қалалши хитай үчүн һич гәп әмәс ; хитайниң һәқиқий әндишиси , демократик йол билән , бир партийилик диктатор түзүмгә хатимә бериш үлгисиниң өз босуғусида пәйда болуп қелишидур. Мана бу хил қарашқа игә болған бошун тор бетиниң тәһрири, хитай һөкүмитини берма вәқәсидә бастурулғанларниң қатил шерики дәп әйибләйду.
" Ички ишқа арилашмаслиқ" бир баһанә
Берма мәсилисидики хитайниң тосқунлуқлиридин дуня җамаәт пикиридә пәйда болған суғал: хитай хәлқара мәсилиләрни бир тәрәп қилишта, адил мәйданда туруш лаяқитигә игиму игә әмәсму? хитай даимий әза болуп турған әһвалда б д т бихәтәрлик кеңиши хәлқра киризисларни тоғра һәл қилаламду-йоқ? мана бу нуқтиниң муһимлиқини нәзәрдә тутқан бәрнд бәргәр, "хитай берма билән қошна болғини үчүнла әмәс әң муһими у , б д т бихәтәрлик кеңийишигә әза болғини үчүн , берма мәсилисини һәл қилишта мәсулийити бар, хитайниң арилашмаслиқ позитсийиниң өзиму бир түрлүк арилишиш ки, бу берма һөкүмитиниң бастурушини җасарәтләндүрүш демәктур.
Хитайниң " берминиң ички ишиға арилашмаслиқ" дегинини бир баһанә дәп қариған бәргәр, әмәлийәттә, хитайниң йиллардин бери берминиң ички ишиға арилишип келиватқанлиқини тәкитлиди вә буниң пакити сүпитидә, берма хәлқи халимиған һәрбий һөкүмәтни йиллардин бери йөләп келиватқанлиқини көрсәтти.
Хитай әң авал өзидики мәсилиләрни һәл қилиши керәк
Әлвәттә хитайдики сиясий һаятни баштин кәчүргәнләр үчүн, хитайниң берма мәсилисидики позтсийәсиниң һәйран қалидиған йери йоқ,чүнки өз дөлити ичидә адил сиясәт йүргүзәлмигән бир һакимийәт ташқи дуняда адаләтниң йолбашчиси болалмайду; әслидә һәйран қаларлиқи, хитайдин берма мәсилисидә иҗабий рол ойнашни күтүштүр.
Техи оннәччә йилниң алдида тийәнмин вәқәсини танка билән бастурған бир һакимийәт бүгүн қошнисида юз бериватқан охшаш бир мәсилини қандақму тенч йол билән һәл қилишқа чақирсун? әгәр чақириш мумкин болған тәқдирдиму, буниң қарши тәрәпни қайил қилиш күчи боламду? бәлким, явропа вә америка бүгүн, хитайға берма мәсилисидә иҗабий рол елиштәк улуғ бир вәзипини йүкләш арқилиқ, һич болмиғанда хитайниң берма мәсилисини һәл қилишта тосалғу болмаслиқини күтиватқан болса керәк.
Әһвал нимә болса болсун, хитайниң берма мәсилисидики сәлбий роли, чәт'әлдики уйғур тәшкилатлири вә хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлири, йиллардин бери дуня җамаәтчиликигә билдүрүш үчүн тиришип келиватқан мундақ бир реаллиқни испатлиди: хитай бир партийилик һаким мутләқ түзүмигә хатимә бәрмәй туруп; шәрқи түркистан вә тибәт мәсилисини бир тәрәп қилмай туруп ,хәлқара мәсилиләрдә адил мәйданда туруш лаяқити һәм салаһийитигә игә болалмайду. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Франкфорт шәһиридә өткүзүлгән "уйғур мәдәнийәт һәптилики" вә уйғурлар намайиши
- Хитай дөләт байрими тоғрисида қәһриман ғоҗамбәрди билән сөһбәт
- Хитай һөкүмитигә қарши вашингтонда намайиш
- 1 - Өктәбир, голландийидә хитай һөкүмитигә қарши намайиш өткүзүлди
- Хитай һөкүмитигә қарши германийидә намайиш
- Әнқәрәдики хитай әлчиханиси алдида намайиш
- Норвигийидә хитай һөкүмитигә қарши намайиш
- Хитай һөкүмитигә қарши канадада намайиш
- Рабийә қадир ханим лондондики паалийәтлирини башливәтти
- Берма һәрбий һөкүмити өз хәлқини бастурса, немә үчүн дуня хитайни әйибләйду?
- Д у қ рәһбәрлири б д т йиғиниға қатнашти вә җәнвәдә намайиш елип барди
- Бермидики будда раһиплири намайишта әркинлик марши ейтти