Пакистан билән хитайниң террорчилиққа қарши һәмкарлиқи кимгә қаритилған?


2004.12.17

Пакистан баш министири шавкәт әзиз, хитайдики төт күнлүк зиярити җәрянида хитай баш министири вен җябав, хитай дөләт рәиси ху җинтавлар билән икки дөләтниң сода- иқтисади саһәдики һәмкарлиқини асаси тема қилип, икки тәрәп көңүл бөлидиған бәзи хәлқара вә район характерлик мәсилиләр бойичә сөһбәт елип барди. Икки дөләт башлиқлириниң сөһбәт темисидики икки тәрәп ортақ көңүл бөлидиған хәлқара вә район характерлик мәсилиләр, террорчилиққа қарши туруш җәһәттики һәмкарлиқ, хитай - пакистан һәрбий мунасивити шундақла кәшмир вәзийити қатарлиқ мәсилиләрни өз ичигә алған.

Икки тәрәпниң терорчилиққа қарши туруш җәһәттики һәмкарлиқ чақириқи, хәлқара мәтбуатлар шундақла чәтәлдики шәрқий түркистан тәшкилатлириниң диққитини қозғиған. Дөләт тәвәликидики хитай мәтбуатлириниң җүмә күни хәвәр қилишичә, пакистан билән хитай террорчилиққа қарши һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқини җакарлап, чекидин ашқан диний әсәбийлик шундақла бөлгүнчиликниң һәр икки тәрәпкә еғир зиян салғанлиқини илгири сүргән.

Шавкәт әзиз билән пәйшәнбә күни бейҗиңда сөһбәт өткүзгән ху җинтав "терорчилиқ район вә дуняниң тинчлиқи вә муқимлиқидики әң чоң тәһдит, шундақла хитай блән пакистан терорчилиқниң еғир зиянкәшликигә учриған дөләтләр." Деди

Пакистандики хитай пуқралириниң бихәтәрлики

Пакистандики хитай пуқралириниң бихәтәрлики ахирқи күнләрдә хитай даирилирини әнсиритидиған мәсилиләрниң бири болуп қалди . Болупму пакистандики мусулман пидаиларниң бу йил 10 - айда икки нәпәр хитай инжинирни гөрүгә еливелиш вәқәси, бейҗиң һөкүмитини қаттиқ биарам қилған. Пакистан һөкүмити җүмә күни хитай инжинирларни гөрүгә еливелиш вәқәсиниң пиланлиғучиси, җәнубий вазиристандики мусулман пидаийлар қомандани абдулла мәсудни тутуп бәргән яки өлүкини әкәлгәнләргә 80 миң доллар мукапат беридиғанлиқини елан қилди. Исламабад һөкүмитиниң бу елани, пакистан баш министириниң хитайдики зияритиниң ахирқи күнигә тоғра кәлгән. Пәйшәнбә күнки учришишта исламабадниң пакистандики хитайларни қоғдаш җәһәттики тиришчанлиқини махтиған ху җинтав, пакистан һөкүмитиниң мәзкур дөләттики хитай пуқралирини шундақла хитай органлириниң бихәтәрликини қоғдаш йолида алған мудапиә тәдбирлири үчүн рәһмәт ейтқан.

Пакистан уйғурларни хитайға қайтурған

Пакистан 11 - сентәбир вәқәсидин илгири ғәрбий- җәнубий асиядики шәрқий түркистан тәшкилатлириниң асаслиқ паалийәт райони иди . Бирақ, исламабад һөкүмити шәрқий түркистан тәшкилатлириниң пакистандики паалийитигә қарита хитай билән һәмкарлишип кәлди.

Пакистан һөкүмити мәмәт тохти, абдуваһап тохти, исмайил қадир қатарлиқ кишиләрни хитай һөкүмитигә өткүзүп берип, хәлқара кишилик һоқуқ органлири шундақла чәтәлдики шәрқий түркистан тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учриған. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати пакистан һөкүмитини б д т ниң мусапирлар әһдинамисиға хилаплиқ қилиш билән әйибләп, хитайға қайтурулған мусапирларниң өлүм җазаси яки тән җазасиға учрайдиғанлиқини агаһландурған иди.

Уйғур тәшкилатлириниң инкаси

Пакистан баш министири шавкәт әзиз, ху җиңтав билән өткүзгән сөһбитидә әскәртип, пакистан територийисидә чәтәл дөләтлиригә қарши терорлуқ паалийәтләр елип беришқа йол қоюлмайдиғанлиқини билдүргән. Шундақла у, " пакистандики хитай ширкәтлири вә ширкәт хадимлириниң бихәтәрликини қоғдаш йолида имканийәтниң баричә тиришимиз" дәп көрсәткән. Бу мунасивәт билән мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи җүмә күни баянат елан қилип, пакистан даирилирини уйғурларниң мустәқил яшаш арзусиға тоғра муамилә қилишқа чақирди. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит радиомизға бәргән баянатида пакистанниң хитайниң зиянкәшликидин қечип пакистанға барған уйғурларни хитайға қайтуруп бериватқанлиқини тәкитләп, пакистан һөкүмитиниң уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикәтлиригә тоғра муамилә қилишқа чақирди.

Һәрбий һәмкарлиқ

Пакистанда чиқидиған "милләт" гезитиниң хәвәр қилишичә, шавкәт әзизниң хитай рәһбәрлири билән елип барған сөһбити, икки дөләтниң һәрбий җәһәттики һәмкарлиқ мәсилисигиму четилған.

Шавкәт әзиз хәлқ сарийида хитай дөләт мудапиә министири сав гуаңчүән билән көрүшүп, пакистан билән хитайниң дөләт мудапиә саһәсидики һәмкарлиқи районниң тинчлиқи вә муқимлиқини мәқсәт қилиду, дәп көрсәткән. Сав гуаңчүән, хитайниң пакистан билән болған мудапиә саһәсидики һәмкарлиқиға алаһидә әһмийәт беридиғанлиқини тәкитлигән. Хитай пакистанни ядро қораллар техникиси шундақла назук техникилиқ һәрбий қораллар билән тәминләйдиған асаслиқ дөләт. Пакистан билән хитай армийисиниң қолидики JF-17 бәлгилик уруш айропиланлири икки дөләт тәрипидин ортақ ишләпчиқирилған. Америка хитайни пакистанға назук техникилик қоралларни сатмаслиқ һәққидә көп қетим агаһландуруп, бәзи хитай ширкәтлиригә имбарго қойған.

Һиндистан мунасивитигә тәсири

Бейҗиңниң исламабад билән болған һәрбий җәһәттики һәмкарлиқи, хитай билән һиндистан оттурисидики мунасивәткә тосалғу пәйда қилған иди. Һиндистан хитайниң пакистан билән болған һәрбий һәмкарлиқидин биарам боливатқанлиқини көп қетим тилға алған. Бирақ шавкәт әзиз, чиңхуа университитиниң оқуғучилириға қилған сөзидә пакистан билән һиндистан мунасвити һәққидә тохтилип, " биз җәнубий асия районида әнәниви қораллар яки ядро қораллар мусабиқиси елип беришни халимаймиз," дәп тәкитлигән. Пакистан тунҗи қетим 1998 - йили ядро қораллар синиқи елип барған иди. Пакистанниң ядро қораллар пилани хитайнларниң ярдимигә еришкән. Нәтиҗидә бу һиндистан билән пакистан оттурисидики ядро қораллар мусабиқисини кәлтүрүп чиқарған.

"Икки хил өлчәм"

Уйғурларниң пакистандики хитайға қарши паалийитини террорчилиқ билән параллил орунға қойған пакистан, кәшмирликләрниң һиндистанға қарши қораллиқ һәрикитини қоллимақта. Шавкәт әзиз чиңхуа университитида қилған сөзидә, кәшмир мәсилиси кәшмир хәлқиниң асаси һоқуқиға тақилидиғанлиқини илгири сүргән. Пакистан баш министири хитайдики сәпириниң ахирқи күни шаңхәйни зиярәт қилип, шаңхәйдики хитай сода- санаәтчилиригә сөз қилған. Шундақла шаңхәйдики пакистан консулханисиниң ечилиш мурасимиға қатнашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.