Хитай һөкүмити қирғизистандики сияси кризисни диққәт билән күзәтмәктә
2005.03.24
Хитай һөкүмити вә хитай ахбарат саһәси, ақайев һөкүмитигә қарши намайишчилар қирғизистан прездент сарийини шундақла дөләтлик телевизийә истансиси қатарлиқ органларни өткүзивалғандин кейинки қирғизистан вәзийитини диққәт билән көзәтмәктикән.
Өктичиләр, қирғизистан баш министири танайевниң вәзиписидин истипа бәргәнликини елан қилди. Бейҗиң һөкүмити, қирғизистанниң иҗтимаий вә иқтисади муқимлиқи пүтүн районниң тинчлиқи билән мунасивәтлик, дәп көрсәтмәктә. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җйәнчав, қирғизистандики һәр қайси тәрәпләрни муқимлиқни сақлашқа чақирған. Алдинқи күни қирғизистан вәзийити һәққидә сөһбәт елан қилған лю җйәнчав, " биз қирғизистан ички вәзийитиниң тәрәққияти шундақла қирғизистан парламент сайлиминиң нәтиҗисигә диққәт қиливатимиз. Биз қирғизистан җәмийитиниң муқимлиқини, иқтисади тәрәққиятини үмид қилимиз. Бу қирғизистан хәлқиниң түп мәнпәәтигә шундақла оттура асия райониниң тинчлиқи, муқимлиқи вә тәрәққияти үчүн пайдилиқ," дәп тәкитлиди.
Америка әйибләнгән
Хитай мәтбуатлириниң бу һәқтики учурлирида қирғизистандики сияси кризисни, америка башчилиқидики чәтәл күчлириниң оттура асия районида елип барған сүйқәстиниң бир қисими, дәп көрсәткән. Хитайда чиқидиған "йәр шари вақти гезити", " өттура асиядики дөләтләр америка башчилиқидики ғәрб әллири пиланлиған аталмиш бу инқилабни тосуш керәк," дәп язған.
"Җаңнән вақти гезит", "америкиниң қирғизистандики һәрикитиниң мәқсиди русийә билән җоңгони чәкләш," дәп әйиблигән. Бирақ, америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси адам әрәли, америкиниң қирғизистандики кризискә арлашқанлиқини рәт қилған. У, "америка бу вәқәниң пиланлиғучиси әмәс, биз хәлқара җәмийәткә охшашла қирғизистанниң муқимлиқи шундақла демократийиниң мувәппәқийәтлик йилтиз тартишиға қизиқимиз. Мәқситимиз явропа вә оттура асиядики хәлқара органлар билән һәмкарлишип, қирғиз хәлқиниң мәсилини һәл қилиш йолини тепивелишиға ярдәм қилиш," дәп көрсәтти.
Адам әрәлиниң билдүрүшичә, у президент әсқәр ақйевниң һазир қәйәрдиликини билмәйдикән. Хәлқара мәтбуатларниң хәвәр қилишичә, ақайев вә униң аилә - тавабати қазақистанға қечип кәткән. Амма йәнә бәзи хәвәрләрдә ақйевниң бешкәк әтрапидики русийә һава армийиси базисиға киривалғанлиқини илгири сүрүлмәктә.
Адам әрәли, алдинқи күни америка ярдәмчи ташқи ишлар министири николас бурнизниң пәйшәнбә күни қирғизистанда президент ақайевниң ташқи ишлар мәслиһәтчиси алекбәг җәкшәнқулов билән учрушидиғанлиқини билдүргән иди.
Америка: зораванлиқ тоқунушлардин сақлинишқа чақириватимиз
Адам әрәлиниң тәкитлишичә, америка һөкүмити қирғизистандики һәр қайси тәрәпләрни сөһбәт елип беришкә үндимәктикән. Әрәли мундақ деди: " биз б д т, явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатидики шундақла хәлқара җәмийәттики достлиримиз билән биллә, қирғизистандики һәр иккила тәрәпни зораванлиқ тоқунушлардин сақлинишқа шундақла мәсилини сөһбәт арқилиқ һәл қилишқа чақириватимиз."
Адам әрәлиниң ашкарилишичә, явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң вәкили петерлей, қирғзистандики өктичиләр һәрикитиниң рәһбири бақийев вә филикис қуловлар билән көрүшмәктикән. У, бешкәктики америка баш әлчисиниң петерлий билән һәмкарлишиватқанлиқини билдүрди.
Уйғур аптоном райони билән чигрилинидиған қирғизистан, оттура асиядики истратегийилик орни интайин муһим дөләт. Хоңкоңда чиқидиған бейҗиң һөкүмитиниң қоллишидики "вен хуй гезити", "әгәр қирғизистан һөкүмити йиқилса, қирғизистанниң давамлиқ шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатида қеп - қелиш мәсилиси гуманлиқ болуп қалиду," дәп язди.
Америка сейракуз университетидики қилич қанатниң билдүрүшичә, буниңдин кейинки қирғизистан билән хитай мунасвити ақайев дәвридикидәк болмайдикән.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати райондики америка тәсириниң кеңийишигә қарши қурулған болуп, қирғизистан пайтәхти бешкәк шәһиридә терорчилиққа қарши туруш мәркизи қурушни пиланлиған иди. Бейҗиңға йеқинлиқи билән тонулған "вен хуй гезити", шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң мисли көрүлмигән бир риқабәткә дуч келиватқанлиқини илгири сүрди. (Әркин)