Хитай билән русийә асияға һөкүмранлиқ қилмақчиму?


2006.03.27

hujintao-putin-200.jpg
2006-Йили 21-март күни, хитайни зиярәт қиливатқан русийә президенти путин, хитай дөләт рәиси ху җинтав билән . AFP

3-Айниң 21 - 22 - күнлири русийә президенти владимир путин хитайни зиярәт қилип, русийә йили паалийитигә қатнашти һәмдә хитай дөләт рәиси ху җинтав қатарлиқлар билән сөһбәтләр өткүзди.

Путинниң бу қетимқи зияритиниң хитай вә русийә һөкүмити тәрипидин наһайити нәтиҗилик болғанлиқи муәййәнләштүрүлуш билән мәзкур икки дөләтниң истратегийилик һәмкарлиқ мунасивәтлириниң тәрәққи қилип, юқири дәриҗидә раваҗлиниш басқучиға киргәнлики оттуриға қоюлди. Лекин, көзәткүчиләр арисида русийә-хитай һәмкарлиқи һәққидә түрлүк инкаслар давамлашмақта.

Русийә президенти владимир путинниң бу қетимқи зиярити җәрянида хитай вә русийә алий рәһбәрлири бирләшмә баянат елан қилип, икки мәмликәтниң буниңдин кейинки сиясий, сода- иқтисад, енергийә, мәдәний маарип һәмдә хәлқара вә район характерлиқ вәзийәт шуниңдәк бихәтәрлик қатарлиқ көп тәрәпләр бойичә һәмкарлиқ нишанини бәлгилиди. Бу қетим йәнә русийә билән хитай арисида көп тәрәплимилик һәмкарлиқ түрлири бойичә 29 келишим характерлиқ һөҗҗәткә қол қоюлған. Хитай тәрәп русийә билән хитай арисида нефит аққузуш турубиси қуруп, русийә нефитини хитайға тошуш тәләплирини оттуриға қойған. Путин хитай билән русийә арисидики енергийә һәмкарлиқини кеңәйтишкә шуниңдәк русийә билән хитай арисида тәбиий газ турубиси ятқузуп, 2011 - йилидин етибарән хитайни тәбиий газ билән тәминләшкә разилиқ билдүргән.

Һәрбий һәмкарлиқ йәнила муһим нуқтидур

Хитай вә русийә рәһбәрлири икки мәмликәт арисидики узундин буян һәл болмиған чегра мәсилисиниң ахири тамам болғанлиқи, истратегийилик һәмкарлиқ мунасивәтлириниң күнсайин күчийиш билән икки дөләт содисиниң йилдин –йилға ешиватқанлиқи, һәрбий һәмкарлиқларниңму қоюқлишиватқанлиқидин мәмнун икәнликини билдүргән.

Әмма, америка авази радиосиниң зияритини қобул қилған ваһсиңтондики җонс хопкин университетниң ташқи сиясәт мутәхәссиси дәйвид саттер русийә- хитай мунасивәтлиридики муһим нуқтиларниң бириниң һәрбий һәмкарлиқ икәнликини илгири сүрүп, өткән йилидики икки дөләт бирләшмә һәрбий маневирини тилға елип, русийиниң бу маневирда хитайға сатмақчи болған илғар қораллирини намайиш қилғанлиқи, хитайниң русийиниң TU-22 типлиқ айропиланларни тәйвән билән уруш партлап қалса ишлитиш үчүн сетивалғанлиқини оттуриға қойди.

Әйни вақитта, хитай вә русийә тәрәп өзлириниң бирләшмә һәрбий маневириниң мәқсидиниң үчинчи бир дөләткә қариталмайдиғанлиқини, униң пәқәт террорлуқ һәрикәтләргә тақабил туруш үчүн икәнликини билдүргән болсиму, лекин, ишәнчигә еришәлмигән иди. Көзәткүчиләр буниң түп мәқсидиниң русийә билән хитайниң тинч окян районида америкиниң тәсиригә тақабил туруп, бу районда русийә билән хитайниң тәсирини тикләштин ибарәт икәнликини оттуриға қойған.

Америка истратегийә мутәхәссиси дәйвид саттерниң ейтишичә, өткән йилиниң июл ейида, һәрбий маневирләрниң өткүзилишидин илгири икки дөләтниң 21-әсирдики дуня тәртипи баянатиға имза қоюлған болуп, мәзкур баянатта бу икки мәмликәтниң җаһандики күчләр тәқсиматини өз пайдисиға мувапиқ һалда һәл қилиш нийәтлири әкис әттүрүлгән.

Русийә билән хитай ғәрбниң демократийисидин қорқиду

Русийә билән хитай ислам фундаментализиминиң оттура асияда тарқилишидин қорқиду шуниңдәк өз нөвитидә йәнә ғәрбниң оттура асияда демократийини илгири сүрүш һәрикәтлирини өзлири үчүн хатирҗәмсизлик елип келидиған амил дәп қариғанлиқи үчүн улар өз чегрилириниң йенида америка қошма шитатлириниң тәсир күчиниң болушини халимайду.

Русийә билән хитай рәһбәрлири бейҗиң вә яки москвадики учришишлирида һечқачан демократийә мәсилилири җүмлидин оттура асиядики демократик тәрәққиятни илгири сүрүш мәсилисидә сөзләшкән әмәс.

Дәйвид саттер дәйдуки русийә билән хитай ислам фундаментализиминиң оттура асияда тарқилишидин қорқиду шуниңдәк өз нөвитидә йәнә ғәрбниң оттура асияда демократийини илгири сүрүш һәрикәтлирини өзлири үчүн хатирҗәмсизлик елип келидиған амил дәп қариғанлиқи үчүн улар өз чегрилириниң йенида америка қошма шитатлириниң тәсир күчиниң болушини халимайду.

Йәнә бир америка мутәхәссиси вашингтондики като илмий тәтқиқат институтиниң тәһлилчиси җастин логанниң қаришичә, русийә н а т о ниң кеңийишидин һәм қорқиду. Униң қаришичә, украинийә, грузийә қатарлиқ мәмликәтләрдики инқилаб шуниңдәк бу дөләтләрниң нато ға киришкә тиришиши русийини әндишигә салған.

Америка мутәхәссиси җастин логанниң тәкитлишичә, хитайниң өсүватқан иқтисадий русийиниң нефит вә тәбиий газлириға муһтаҗдур. Хитай өзиниң һәрбий қудритини маневирлар арқилиқ намайиш қилип, мустәқиллиққә интиливатқан җәнубтики тәйвән, ғәрбтики уйғурларни агаһландурмақчи болған.

Русийә билән хитайниң қолидики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати

Бу қетимқи русийә-хитай бирләшмә баянатида шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати җүмлидин икки дөләтниң оттура асия сиясити мәсилиси һәққидики қаришиму оттуриға қоюлған болуп, мутәхәссисләр хитай билән русийиниң оттура асиядики дөләтләр җүмлидин һиндистан, иран вә пакистанларниму мәзкур тәшкилатқа киргүзүш арқилиқ ядро қораллириға игә қудрәтлик мәмликәтләрниң айрим бир иттипақини шәкилләндүрмәкчи болуватқанлиқини илгири сүргән. Лекин, русийә билән хитайниң мунасивәтлириниң мәйли қанчилик тез тәрәққи қилсун, икки дөләт сиясәтчилири өз мунасивәтлиригә қанчилик юқири баһа бәрсун, әмма, русийә билән хитай арисида йәнила йошурун риқабәт мәвҗут.

Америка ташқи сиясәт кеңишидики илан бәрманниң америка авази радиосиға билдүрүшичә, хитай иқтисадий җәһәттин тез раваҗланмақта вә у тәрәққиятниң давамлишишини тәминләш үчүн ташқиридики енергийә мәнбәлиригә муһтаҗ. Бу мәнбәләрниң көпинчиси бейҗиңниң ғәрбидики оттура асияға җайлашқан, демәк, хитай оттура асия вә униң нерисидики кавказға өтмәкчи болса, униң мәнпәәтлири шу райондики русийә мәнпәәтлири билән тоқунушқа башлайду. Чүнки, буларниң һәр иккилисила сиясий тәсир вә енергийә мәнбәлирини қолға кәлтүрмәкчи, мана бу тәрәп бу икки дөләт оттурисиға һәмкарлиқ әмәс бәлки, риқабәт елип келиду.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң нишаниниң ғәрбниң тәсиригә тақабил туруш икәнлики айдиң болсиму, лекин бу дөләтләрниң һәммисиниң өз алдиға көзлигән мәнпәәтлири мәвҗут һәм бу мәнпәәтләр арисида тоқунушларму бар. Америка көзәткүчиси илан бәрманниң пәрәз қилишичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза мәмликәтләрниң өзара қарму –қарши мәнпәәтлиригә игә болуши америка қошма шитатлириға тәһдид болалайдиған күчлүк вә узун муддәтлик бир иттипақни сақлап қелишқа тосқунлуқ қилиду.

Йәнә бир қисим көзәткүчиләр болса, владимир путинниң бейҗиң зиярити җәрянида хитайға туруба арқилиқ тәбиий газ беришкә мақуллуқ билдүришини, униң хитайни дәстәк қилип, русийә тәбиий газиға муһтаҗлиқи бар ғәрб дөләтлирини русийиниң ишлириға арилашмаслиқ һәққидә агаһландурмақчи болған, бу путинниң бир сиясий оюни халас демәктә. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.