Хитайниң террорлуқ һуҗум һәққидики баянати уйғурлар тоғрисидики йеңи мулаһизиләргә йол ачти
2008.03.12
Хитай даирилириниң террорлуқ һуҗум пилани һәққидики баянатиға гуман билән қариған сиясий мулаһизичиләр вә мутәхәссисләр, бу мунасивәт билән елан қилған мақалә вә мулаһизилиридә, уйғурлар, уйғурларниң нөвәттики вәзийити, уларниң нишани вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити һәққидә өз қарашлирини оттуриға қоймақта. Бәзи мулаһизиләрдә, шәрқий түркистан исламий һәрикити вә бу һәрикәтниң хәлқара террорлуқ тәшкилатлири билән четишлиқиниң бар-йоқлуқи қайтидин муназирә қилинған болуп, нурғунлиған мулаһизичиләр, буш һөкүмитиниң ирақ мәсилисидә бейҗиң рәһбәрлириниң қоллишиға еришиш үчүн, шәрқий түркистан исламий һәрикитини террорлуқ тәшкилати тизимликигә киргүзүшни қобул қилғанлиқини тәкитлигән.
"Хитай һөкүмити уйғур вә тибәтни хитай җәмийитиниң бир қисими қилиш нишаниға йетәлмигән"
Стратфор истратегийә тәтқиқат мәркизи тәрипидин елан қилинған мулаһизидә,"хитай даирилириниң, айропилан вәқәси вә январ ейида үрүмчидә йүз бәргән вәқә һәққидики йеңи учурларни, шиәндә австиралийилик саяһәт йетәкчилириниң гөрүгә елиниш вәқәсиниң арқисида ашкарилиғанлиқи, кишиниң гуманини қозғайду" дейилгән.
Хитай һөкүмитиниң, дуня җамаәтчиликиниң, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һарписидики бастуруш һәрикәтлири вә қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлиригә қаратқан тәнқидлиридин сақлиниш үчүн, ғәрб дөләтлириниң радикал ислам тәһдити һәққидики әндишилирини сүйистимал қилғанлиқи тәкитләнгән мулаһизидә, хитайда қурулған дөләтләрниң өз миллий бихәтәрликини қоғдаш үчүн тарихтин буян шәрқий түркистан, тибәт қатарлиқ дөләтләрни ишғал қилишқа урунғанлиқи, лекин бу районларниң ишғали хитай үчүн йеңи бихәтәрлик мәсилилирини пәйда қилғанлиқи, әскәртилгән.
Стратфор истратегийә тәтқиқат мәркизи тәрипидин елан қилинған мулаһизидә, гәрчә хитай мәркизи һөкүмити уйғур ели вә тибәттики һакимийитини қоғдаш үчүн, нурғун бихәтәрлик тәдбирлирини йолға қойған болсиму, лекин район хәлқлириниң хитай һакимийитигә қарши һәрикәтлириниң өзлүксиз давамлашқанлиқи вә хитай һөкүмитиниң һечқачан уйғур вә тибәт хәлқлирини хитай җәмийитиниң бир қисими қилиш нишаниға йетәлмигәнлики, тәкитләнгән.
" Шәрқий түркистан исламий һәрикити хитай һөкүмитиниң тәлипигә асасән тизимликкә киргүзүлгән "
юқирида ейтқинимиздәк, хитай даирилириниң, уйғур паалийәтчилирини, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға һуҗум қилишни пиланлиған дәп әйиблиши, хәлқара мәтбуатниң хитай һөкүмитиниң баянатиға гуман билән қариши биләнла чәклинип қалмастин, уйғурлар вә шәрқий түркистан мәсилиси шуниңдәк хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити җиддий бир муназириниң қозғилишиға сәвәб болди. Һәтта хитай тәрипидин әлқаидә қатарлиқ хәлқара террорлуқ тәшкилатлири билән мунасивити бар дәп әйибләнгән вә хитай һөкүмитиниң тәлипигә асасән америка һөкүмити тәрипидин террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзүлгән шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң хәлқара террорлуқ тәшкилатлири билән четишлиқиниң бар яки йоқлуқи қайтидин муназирә қилинишқа башлиған.
Америкидики даңлиқ тәтқиқат мәркәзлириниң бери һесабланған ташқи мунасивәтләр кеңиши тәрипидин елан қилинған бир мақалидә, шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң мәқсити, бу тәшкилатниң әлқаидә билән мунасивитиниң бар-йоқлуқи вә америка һөкүмитиниң немә үчүн шәрқий түркистан исламий һәрикитигә қарши турушни қарар қилғанлиқи қатарлиқ мәсилиләргә җаваб берилгән.
"Шәрқий түркистан исламий һәрикити һәққидә йетәрлик дәлил- испат оттуриға қоюлмиған"
Мақалидә тәкитлинишичә, бейҗиң коммунист һакимийити, уйғур мустәқилчи һәрикәтлирини өз тупрақ пүтүнлүкигә тәһдит дәп қариғанлиқи үчүн, шәрқий түркистан исламий һәрикити намлиқ тәшкилатни террорчи тәшкилат дәп җакарлиған.
Ғәрб мутәхәссислири вә сиясий мулаһизичилириниң шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң әлқаидә тәшкилати билән мунасивити барлиқиға анчила ишәнмәйдиғанлиқи тәкитләнгән мақалидә йәнә мундақ дейилгән " президент буш һөкүмити, хитай һөкүмитиниң бир нәччә ай давамлашқан қаттиқ бесими билән, шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң америкидики мал-мүлкини мусадирә қилидиғанлиқини җакарлиди. Лекин мутәхәссисләр, шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң паалийәтлири һәққидә йетәрлик дәлил-испат оттуриға қоюлмиғанлиқини билдүрмәктә һәмдә шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң кәң көләмлик террорлуқ паалийәтлири елип барғанлиқи вә бу тәшкилатниң хәлқара террорлуқ һәрикәтлири билән мунасивити барлиқи тоғрисидики пикирләрни рәт қилмақта."
Мақалидә ейтилишичә, гәрчә, америка һөкүмәт хадимлири, шәрқий түркистан исламий һәрикити һәққидә өзлири қолға чүшүргән учурларға асасән, бу тәшкилатниң америкидики мал-мүлкини мусадирә қилишни қарар қилғанлиқини тәкитләп келиватқан болсиму, әмма сиясий мулаһизичиләр вә мутәхәссисләр, америка, ираққа һуҗум қозғаш қарар лайиһисиниң б д т бихәтәрлик кеңишидә қобул қилиниши мәсилисидә хитай һөкүмитиниң қоллишиға еришиш үчүн, шәрқий түркистан исламий һәрикитини террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзүшни қобул қилған. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити террорчиларниң һуҗуми дәп иғва иҗад қилғанлиқидин тенивалди
- Хитай ташқи ишлар баянатчиси: "рабийә уйғурларниң вәкили әмәс, террорчиларниң вәкили"
- Хәлқара мәтбуатларда айропилан вәқәсии муназирә қилинмақта
- "Йәр шари характерлик террорлуқ вә хәлқара һәмкарлиқ" мавзулуқ хәлқара йиғин әнқәрәдә башланди
- Чиң гаң рабийә қадирниң " айропилан булаш вәқәси" һәққидики баянатини рәт қилди
- " Айропилан булаш вәқәси" ниң сир пәрдиси террорлуқ тәһдитниң растлиқиға гуман пәйда қилди
- Дуня уйғур қурултийи " айропилан вәқәси" тоғрисида баянат елан қилди
- Барат һаҗиниң һаят кәчүрмишлири һәққидә һөҗҗәтлик филим ишләнди
- Д у қ хитайниң икки қурултийини милләтләрниң "өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи" мәсилисини музакирә қилишқа чақирди
- Норвигийидики уйғур путболчи тонулмақта
- Түркийиниң TV5 телевизийисидә косова вә шәрқий түркистан мәсилиси муназирә қилинди
- Шәрқий түркистан бирлики тәшкилати германийиниң көлин шәһиридә тәшвиқат паалийәт елип барди
- Муһаҗирәттики тибәтликләр олимпик мусабиқисини һиндистанда өткүзмәкчи
- Олимпикни ким сиясийлаштуруватиду?
- Түркийәдики шәрқий түркистан тәшкилатлири хитайниң бейҗиң олимпик йиғининиң бихәтәрликини шәрқий түркистанчиларға бағлиғанлиқини қаттиқ әйиплиди