"Коммунистик яшлар иттипақи" хитайға немә қилип бәргән вә немә қилип берәләйду?
2006.12.21
Америка хәмилтон универсиитетидики профессор ли чең әпәндиниң әркин асия радиосида елан қилған обзорида баян қилинишичә, ху җинтав 1980 - йилларда коммунистик яшлар иттипақи мәркизи комитетиниң башлиқи болған мәзгилдики 22 нәпәр әзаниң 21 и һазир өлкә дәриҗиликтин юқири рәһбәрлик орунға бәлгилинип, хитайдики 31 өлкә, аптоном район вә шәһәрниң 18и "коммунистик яшлар иттипақи" чиларниң қолиға өтүп болди. Һазир йәнә 1990 - йиллардики "коммунистик яшлар иттипақи" чиларму рәһбәрлик орунға қоюлушқа башлиди. Буниңға қарита хитайда һазир "яшлар иттипақи" дегән зади қандақ тәшкилат иди? у хәлқниң мәнпәәтини қоғдайдиған бирәр чоң ишни өз алдиға вуҗутқа чиқирип бақтиму? әмди буниңдин кейин немә қилип берәләйду? дегән суаллар вә мулаһизиләр келип чиқмақта.
Ху җинтав йүзлиниватқан дәвр мав, дең, җяң дәвригә тамамән охшимисиму, әмма у йәнила кона йолда
Бошүн тор бетидә елан қилинған "коммунистик яшлар иттипақи хитайға немә қилип берәләйду?" дегән обзорда мавзедуңдин ху җинтавғичә болған 4 дәвр рәһбәрлик қурулмисиниң кадирлар асаси һәққидә тәһлил йүргүзүлгән. Униңда баян қилинишичә, мавзедуңниң кадирлар асаси җәң мәйданидин кәлгәнләр, гәрчә улар охшимиған тәрәп вә гуроһларға тәвә болсиму, бир-бирини җан тикип йоқ қилишқа тиришсиму, әмма өзлири қурған "йеңи җуңго" дегән дөләтни қоғдашта вә "коммунизм" дегән нишани җәһәттә һәммисиниң пикри бир иди. Дең шавпиңниң кадирлар асасиму мавзедуңға охшаш, әмма улар "мавзедуңниң синипи көрәш" сияситидин ваз кечишкә аллиқачан тәйяр турған болғачқа, шуңлашқа хитайда "ислаһат елип бериш"қа һәммси бирдәк қошулатти. Хитайда демократийә түзүмини тикләшни көзлигән "төтинчи июн вәқәси"дәк аммивий һәрикәтни бастуруштиму, улар тәрәп сүрүштүрмәй һәммиси бирләшти. Лекин дең шавпиң дәвридә ислаһаттин мәнпәтдар болуш җәһәттә кадирлар қошуни парчилинишқа башлиған иди. Дең шавпиң бу дәврдә һакимийәт бешидин чекинип, җаң земинни 3 - әвлат ядро, ху җинтавни 4 - әвлат ядро дәп алдин бәлгиләшкиму үлгүрди. Бу дәврдә чириклишиш әвҗ елип, кадирлар икки қутупқа бөлөнгәндә җяң земин һоқуқ тутти. Әмма бу дәврдә нопузлуқ дең шавпиң техичә һаят турғачқа, у җяң зиминниң орни муқим туруш үчүн һәссә қошти. Ху җинтав һоқуқ тутқандин кейин, йүзлиниватқан дәвр мав, дең, җяң дәвригә тамамән охшимисиму, әмма у йәнила кона йолда кетиватиду.
Ху җинтав ниң кадирлар асаси "коммунистик яшлар иттипақи"чилар
Мәкур мақалидә баян қилинишичә, ху җинтав 4 - әвлат ядро сүпитидә һоқуқ тутушқа башлиғанда, ху җинтавниң кадирлар асаси, худди хәмилтон универиситетидики профессор ли чең әпәнди ейтқандәк, аилидин мәктәпкә, мәктәптин идариға , идаридин чоң әмәлдарлиққа бәлгиләнгән "коммунистик яшлар иттипақи"чилардинла ибарәт болди. Әмма бу дәврдә хитайда вәзийәт аллиқачан өзгәргән иди. Униң орнини қоғдап беридиған дең шавпиң йоқ, җяң земниниң ярдәм берәлишиму аллқачан чәклик, ху җинтавниң хитайдики партийә, һөкүмәт, һәрбий һоқуқларниң һәммисгә болған "ядро"лиқиға қарита һәрхил намәлум риқабәт мәвҗут иди. Бәлки йәрлик әмәлдарларниң имтиязи аллиқачан чоңийип кәткән.
"Коммунистик яшлар иттипақи"ниң мустәқил нәзирийиси йоқ
Мәзкур мақалидә "коммунистик яшлар иттипақи"чилар һәққидә тәһлил қилинишичә, биринчидин, хитайда "коммунистик яшлар иттипақи"чиларниң мустәқил нәзирийиси йоқ, у пәқәт хитай коммунистик партийисиниң ярдәмчиси. Униң бурчи мәйли хата болсун, яки тоғра болсун, коммунистик партийә буйруғаннила қилиш, мәсилән, "мәдәнийәт инқилаби" дегән һәрикәттә мав зедуң кимгә әгәш десә шуниңға әгәшкән, кимни тут десә, шуни сәвәбсиз тутуп, уруп, булап, талап, һәтта өлтүргәнләрму шуларғу. Ху җинтавниң һазирқи кадирлар асаси әйни вақиттики өзигә охшайдиған мушундақ "яшлар ". "Коммунистик яшлар иттипақи"чиларниң мәсилиләрни мустәқил биртәрәп қилиш қабилийити йоқ
Иккинчидин, "коммунистик яшлар иттипақи"чиларниң мәсилиләрни мустәқил биртәрәп қилиш қабилийити йоқ. Бир башлиқ келиду, уни қарши елиңлар десә, улар өсмүрләрни тәшкилләп кочиларға чоң лозунка көтүрүп чиқиш, чавак челишнила билиду. 1989 - Йилидики 4 - июн вәқәсидә "коммунистик яшлар иттипақи" паләҗ болуп қалмиғанмиди? җаң земин дәвридә "яшлар"ниң тосаттин кочиларға чиқип, америка әлчиханисиға кесәк атқанлиқи, кейин йәнә тосаттин японийигә қарши намайиш қилғанлиқи қатарлиқ вәқәләрдин һәтта "коммунистик яшлар иттипақи"ниң пәқәт хәвири болмиған идиғу.
"Коммунистик яшлар иттипақи" орган гезитини башқа тәрәпләр тохтитивәтсә немә қилалиди?
Үчинчидин, хитайда "коммунистик яшлар иттипақи"ниң орган гезити болған "җуңго яшлири"ниң шөбиси "муз ноқтиси" дегән гезитни башқа тәрәпләр буйруқ чиқирип тохтитивәткәндә, "коммунистик яшлар иттипақи" өзи һечнемә қилалмай қарап турмидиму? мушундақ тәшкилат буниңдин кейин хитайға немә қилип берәләйду?
Нур бәкриму "коммунистик яшлар иттипақичилар"ниң бири
Уйғурларниң арисидики инкасларға асасланғанда, гәрчә ху җинтав уйғур аптоном районғиму "коммунистик яшлар иттипақи"чиларни бәлгиләватқан болсиму, әмма ваң лечуәндәк әмәлдарлар йәнила 3 - қетим давамлиқ һоқуқ тутидиған қанунсизлиқни өзгәртәлигини йоқ. Худди нур бәкридәк "тонганларниң өз ана тили йоқ, уларму бир милләт, әмди уйғурларниң өз тили болмиса немә болидикән?" дегәндәк мәнтиқиси бузулған, қанунсиз гәп қилидиған муавин шуҗиму "коммунистик яшлар иттипақичилар"ниң бириғу. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һиндистан, хитай билән дөләт бихәтәрликини, хитай, пакистан билән дослуқни биринчи орунға қойди
- Ху җинтав һиндистанда тибәт сәргәрданлириниң қаршилиқиға дүч кәлди
- Ху җинтавниң һиндиистан зияритидә 1962- йилидики чегра урушиға сәвәбчи болған мәсилә йәнә алдинқи шәрт қилинидикән
- Ху җинтавниң дөләтни идарә қилидиған йеңи нәзирийиси
- Хитай рәиси ху җинтавниң уйғур елигә қаратқан зияритигә қарита инкаслар
- Ху җинтав америка зияритиниң ахирқи күни йел университетида сөз қилди
- Ақ сарай алдида йүз бәргән ху җинтавға қарши вәқәләр вә уйғурчә кийинип қарши елишлар
- Җорҗ буш билән ху җинтавниң ақ сарай алдида қилған сөзлиридин тәрмиләр
- Түрк мәтбуатида ху җинтавниң америка зиярити
- Ху җинтав америка зияритиниң биринчи күнидә