Вен җябав йеңи йеза ни нәдә қуриду?
2006.03.21
Хоңкоң университети ахбарат паколтетиниң профессори вә хоңкоңда чиқидиған 'шәрқ гезити', 'миңпав гезити' қатарлиқ бир нәччә гезитниң стон язғучиси тавҗе әпәндиниң "вен җябав 'йеңи йеза'ни нәдә қуриду?" сәрләвһилик мулаһизиси 'көзитиш журнили'да елан қилинди.
Тав җе әпәндиниң тәһлил қилишичә, хитай коммунистик партийиси 1949 - йилидила 'йеңи җуңго' қурулғанлиқини елан қилған иди. Буниңдин 50 нәччә йил өткәндә әмди техи 'йеңи йеза' қурушни оттуриға қойғанлиқидин қариғанда, 'йеңи җуңго'да кона йеза мәвҗут, 50 нәччә йилдин буян йезилар техичә йеңиланмиған. Буниңдин кейин униң немиси йеңи болиду? у нәдә қурулиду? бу йәнила пүтүн дуня көриватқан 'йеңи җуңго' дегәндәк 'йеңи йеза'му? буни ениқ биливелиш керәк.
'Йеңи йеза қуруш' дегәнниң тәбири
Тав җе әпәнди мақалисидә, алди билән вен җявбав оттуриға қойған 'йеңи йеза қуруш' дегән сиясәтниң тәбири һәққидә тохталған. Униң ейтишичә, хитай һөкүмити дәватқан 'йеңи йеза қуруш' дегәнниң тәбири, хитай һөкүмитиниң тили билән ейтқанда "ишләпчиқириш тәрәққи қилған, турмуш баяшат, йезилар мәдәнийәтлик вә пакизә, башқуруш демократик болуш" дегәндин ибарәт. Бу гәпләр мәркәзниң һөҗҗитидә наһайити асан вә раван ейтилған болсиму, әмма гәпни қилип қойсила купайә қилмайду, уни һәр қайси өлкиләрдики йезиларда әмәлий иҗра қилса һесаб. Тав җе әпәнди мулаһизисидә 'йеңи йеза қуруш' дегәнниң тәбири билән йезиларда әмәлийәттә йүз бириватқан вәқәләрни тәпсилий селиштурған.
Тав җе әпәндиниң баян қилишичә, адәттә йеза әмәлдарлири 'ишләпчиқиришни тәрәққи қилдуруш' дегәнни баһанә қилип, деһқанларниң йәр -земинлирини игиләп, деһқанларни өзи турған йәр-земнидин мәҗбурий көчүрүп өзини бейитиш билән шуғулланмақта. Улар һә десила деһқанларни 'дең шавпиң ишләпчиқиришни тәрәққи қилдуруш һәммидин муһим' дегән, 'бир қисим адәмләр алди билән бай болсун' дегән дәп қорқутуп, һоқуқидин пайдилинип өзлирини бейитмақта. Мәркәз "турмуш баяшат, йезилар мәдәнийәтлик болуш'дегәнни иҗра қилишниңму һечқандақ илмий тәдбирини оттуриға қоймиған. Йеза әмәлдарлири деһқанларға 'һазир турмуш яхши, япун ишғалийитидики дәврдикидин яхши, манҗу сулалисиниң җачиң йилиридикидин яхши, мавзедоң дәвридики хәлқ коммуниси дәвридикидин яхши' дәп һөкирәйду. Чүнки һөкүмәт бу һәқтә һечқандақ өлчәм оттуриға қоймиған. Мәркәз оттуриға қойған 'йезилар пакизә болуш' дегән гәп техиму чоң пән -техникини тәләп қилидиған иш. Йәрләрни мәҗбурий сетивелип, испанийичә бина салсила 'йеңи йеза' қурғанлиқ болмайду. Әгәр бу җәһәттә өлчәм вә тәдбир болмиса, худди гуаңдуңниң сәнту шәһиридикидәк мәҗбурий йәр игиләп, бина селип шәһәр қуруп, буниңға наразилиқ билдүргән деһқанларни азадлиқ армийә милтиқ билән атидиған мустәмликичилик шәкли билән 'йңи йеза қуруш' йүз бириду. Мәркәзниң 'йеңи йеза'қуруш' дегини - мәркәз 'йеңи йеза қуруш' дегән бир роһни бирип қоюп, уни җайлардики зомигәр, тәприқичиләрниң өзлири халиғанчә иҗра қилишиға ташлап биридиған шундақ йеңи йеза қурушму? дөләтниң бир туташ муһитни қоғдаш пилани даирисидә болмиған бундақ 'йеңи йеза қуруш' һәрикити арқилиқ муһит булғанса, йәр -земин содиси иқтисадий мазғапқа айланса, йезиларда мәдәнийәтлик тиятирханилар болғанниң немә пайдиси бар. Бундақ 'йеңи'лиқтин пәқәт трагедийә чиқиду, халас.
Вен җябав 'йеңи йеза'ни нәдә қуриду?
Тав җе әпәндиниң баян қилишичә, хитай коммунистик партийисиниң 80 йилдин буянқи 'коммунизм қуруш' ғайиси, әмәлийәттә вен җябав һазир дәватқан 'йеңи йеза қуруш' дегәнни өз ичигә алатти. Бу ғайидә 'һәммә адәм тәң - баравәр' , "һәммә адәмниң қосиқи тоқ" дегән отопийә тәрғип қилинған иди. Бу ғайини иҗра қилиш җәрянида хәлқ көп азап-оқубәт чәкти, хәлқниң қени ақти. Әмма "улуқ даһи" дегән киши садир қилған бу җинайәттин һесаб елинмиди, һазирқи рәһбәрләр бәлки шу җинайәтләрни йепип, пәдәзләватиду. Қени ейтип бақсунчу, хитай коммунистик партийиси маркисзм нәзирийиси билән қурған 'йеңи җуңго' дегәнниң немиси 'йеңи' болуп чиқти? мавзедоңниң 'үч қизил байриқи' астидики 'йеңи йеза' қурулуши аллиқачан мәғлуп болмидиму? йезилардин ибарәт шу харабилиқта һазир коммунистик партийиниң җайлардики тәприқичилири йолға қоюватқан йәр игиләш һәрикити наһайити тиз әвҗ еливатиду. Хитай һөкүмити һазир җу сулалиси дәвридики һоқуқсиз падишалиққа охшап қалди. Вен җябав дәватқан 'йеңи йеза'ни қуридиған җайлар аллиқачан талан -тараҗ қилинишқа учрап болди. Буни һөкүмәт тосимиди, гәрчә һөкүмәт тосиған тәқдирдиму, буйруқни йәрлик тәприқичиләр аңлимайду. Әмди вен җябав 'йеңи йеза'ни нәдә қуриду? (вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Вен җябав дөләт мәнпәәтиниң сөзләш әркинликидин үстүн орунда туридиғанлиқини билдүрди
- Хуҗинтав кона 'инқилабий база' ларға тавап қилиш арқилиқ күч топлап' сотсиалистик йеңи йеза' қураламду?
- Байлиқ һоқуқи болмиған деһқан қандақ бай болиду?
- Уйғур деһқанлириниң йиллиқ кирими бәкму арқида қалмақта
- Деһқанчилиқ беҗи йоқ қилиниши билән деһқанларниң йүки йениклидиму ?