Хитайдики сақчиларға қарши зораванлиқ вәқәләрниң көпийишигә немә сәвәбчи?


2005.10.28

"Бейҗиң кәчлик гезити" сақчиларға қарши зораванлиқ дилоларниң көпийишигә немә сәвәбчи икәнлики һәққидә йүзгүзгән мулаһизисидә, хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң баянатчиси ву хепиң қатарлиқ кишиләр "җәмийәттә шәхсләрниң һоқуқини қоғдаш еңиниң өсүши һәддидин тез болуп, идарә қилишқа бойсунмаслиқниң еғирлишиши" сақчиларға қарши зораванлиқ вәқәләрниң көпийишидики алдинқи сәвәб қилип көрситилгән.

Сәвәбни кишиләрниң һоқуқ еңиниң күчийишигә артиш тоғра әмәс

Гүйҗувда турушлуқ паалийәтчи вә ихтиярий язғучи зиң ниңниң билдүрүшичә, йеқинқи йиллардин буян, һәқиқәтән хитай җәмийитидә кишиләрниң өз һоқуқини қоғдаш еңи тез ашқан. Бирақ бу бир яхши иш болуп, хитай даирилириниң сақчиларға һуҗум қилиш вәқәлириниң көпийиш сәвәбини пуқраларниң һоқуқини қоғдаш еңиниң күчийишигә артиш мувапиқ әмәс икән. У бу һәқтә мундақ дәйду:

"Хитай җәмийитидә пуқралар, дөләт вә һөкүмәт даирилириниң һәр заман зиянкәшликигә учраш иһтималлиқи юқири бир аҗиз орунда. Бундақ шараитта, пуқраларниң һоқуқ қоғдаш еңиниң күчийиши бир яхши иш һесаблиниду. Әмма һазир хитайдики бир қисим илмий хадимлар җәмийәт тоқунушиниң өткүрлишиши вә шундақла буниңдин келип чиққан сақчиларға һуҗум қилиш дилолириниң көпийишини хата һалда кишиләрниң һоқуқ еңиниң күчийишигә артип қоюватиду".

Сәвәп сақчиларниң қанунни иҗра қилишиниң тоғра болмаслиқида

Зиң ниңниң йәнә билдүрүшичә, хитайда сақчиларниң қанун иҗра қилиш һоқуқи җәһәттики қанун мукәммәл әмәс болуп, сақчилар қандақ шараитта мәҗбурий вастиларни қоллиналайдиғанлиқи һәққидә ениқ бир бәлгилимә йоқ икән. Әмма у бу сәвәбму хитайдики сақчиларға һуҗум қилиш вәқәлириниң көпийишидики асаслиқ сәвәб әмәсликини, әң асаслиқ сәвәбниң бир қисим сақчиларниң қанун иҗра қилиш җәряниниң тоғра болмаслиқи икәнликини көрсәтти:

"Хитайда һәқиқәтән сақчиларниң сапаси төвән болғанлиқтин, қанунни иҗра қилиш җәрянида, адди, қопал вә явузларчә вастиләрни қоллиниду. Бундақ явуз вә зораван қанунни иҗра қилиш вастилири көп һалларда зиддийәтниң техиму өткүрлишишини кәлтүрүп чиқиридиған асаслиқ сәвәб".

Зиң ниң йәнә, сақчи вә хәлқ оттурисида зиддийәтни кәлтүрүп чиқириватқан хитайниң түзүлмисидики чоңқур қатламдики мәсилиләрни һәл қилмиғичә, сақчиларниң җабдуқлирини яхшилиған биләнму, сақчиларниң зораванлиқ һоҗумға учраш әһвалини яхшилиғили болмайдиғанлиқини билдүрди.

Уйғур елидә хәлқниң йүрики муҗулған

Илгири уйғур елидә узун йил сақчи болуп ишлигән голландийидики бәхтияр әпәнди, бу һәқтә тохтилип, гәрчә уйғур елидә 1995- йилдин кейин хитайниң дақчи даирилиригә қарши һәрикәтләр йүз бәргән болсиму, уларниң хитайниң қанлиқ бастурушиға учриғанлиқи, буниң билән хәлқниң йүрүкиниң муҗулуп кәткәнликини оттуриға қойди.

Униң ейтишичә, сақчиларға қаритилған һуҗумларниң көпийишидики әң муһим сәвәб, хитай компартийисиниң мустәбит һөкүмранлиқи хәлқни қаршилиқ көрситишкә мәҗбурлиған. У мундақ дәйду:

"Хитай һөкүмитиниң реҗими, хәлққә болған еғир бесими ишип кәткәнликтин, хәлқ униңға чидимиғанлиқтин, йәни пичақ сөңәккә йәткәнликтин, җәмийәттә хитай сақчилириға қарши һәрикәтләр йүз бериватиду дәп қараймән".

Хәтәрлик сигнал

Америкидики хитай тилида чиқидиған "кишилик һоқуқ" жорнилиниң тәһрири йи пиң әпәнди, әгәр сақчиларға һуҗум қилиш вәқәлири мушундақ көпийивәрсә, буниң бир хәтәрлик сигнал икәнликини билдүрди:

"Әгәр сақчиларға һуҗум қилиш әһвали омумйүзлүк йүз беридиған әһвалға айлинип қалса, у һалда бу хитайниң қанун тәртипиниң гүмран боливатқанлиқини көрситиду. Дөләтниң қанунни иҗра қилиш иқтидари болмиса, у һалда җәмийәттә адиллиқ болмайду. Хәлқниң әрзини ейтидиған йери болмиғандин кейин, улар ахири зораванлиқни таллайду. Хитайда чириклик шунчилик еғир, пуқраларниң йерини қалаймиқан тартивелиш, мәҗбурий көчүрүш әһваллири көп, һәқсиз ишлар көп болғандин кейин, пуқраларниң наразилиқини қозғайду әлвәттә".

Хитай даирилириниң йәнә хәвәр қилишичә, хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқидики бир мәсул хадим, хитайниң һәр қайси җайлирида "яман ғәрәз билән хәлқ сақчилириға төһмәт чаплайдиған, зиянкәшлик қилидиған әрзләр барғансири көпәймәктә" дәп көрсәткән. Әмма зиң ниң әпәнди, көп һалларда, сақчилар үстидин әрз сунулушта бирәр сәвәб бар болуп, бундақ әрзләрниң көп қисмини төһмәт чаплаш дийилсә, адиллиқ болмайдиғанлиқини билдүрди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.