Хитай даирилири далай лама вәкиллири билән шивитсарийидә учрашти


2005.07.01

Хитай даирилириниң тибәт роһани даһиси далай лама вәкиллири билән шивитсарийидә елип барған икки күнлүк сөһбити җүмә күни ахирлашти. Бу хитайларниң тибәт вәкиллири билән тунҗи қетим хитай земини сиртида сөһбәт елип бериши болуп һесаблиниду.

Дарамсаладики далай лама ишханисиниң ашкарилишичә, бу қетимқи сөһбәт үз - ара учришиш басқучидики хитай - тибәт сөһбитиниң бир қисими болуп, сөһбәткә тибәт тәрәптин бәш нәпәр вәкил иштирак қилған.

Далай лама билән бейҗиң даирилири оттурисидики сөһбәт 1993 - йили үзүлүп қалғандин кейин, 2002 - йили қайтидин әслигә кәлди. Шуниңдин бери икки тәрәп һазирға қәдәр төт қетим учришип, чәтәлдики тибәт сәргәрданлириниң юртиға қайтиш вә тибәткә юқири дәриҗилик аптономийә бериш мәсилисини музакирә қилмақта.

Далай лама ишханисиниң баянатида тәкитлишичә, бәш кишилик тибәт вәкилләр өмикигә далай ламаниң америкида турушлуқ вәкили лоди гяри билән явропа иттипақидики вәкили келсаң гялтсин йитәкчилик қилған. Һәр иккила тәрәп сөһбәт мәзмунини мәхпий тутти.

Буниңдин илгирики үч қетимлиқ сөһбәт бейҗиңда өткүзүлгән. Далай лама ишханисиниң баянатида, "далай лама бу учрушушларниң тибәт мәсилисини һәл қилиш йолидики рәсми сөһбәткә тәрәққий қилишини үмид қилиду," дәп тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.