Америка дөләт мәҗлиси далай ламаниң " толуқ аптономийә" тәлипини қоллиди
Америка дөләт мәҗлисиниң әзалири тибәт роһани даһиси далай ламаниң тибәткә " толуқ аптономийә" бериш тәлипини қоллап, бейҗиң һөкүмитиниң тибәт районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини әйиблиди.
Далай лама вашингтондики 10 күнлик зияритиниң ахирида 16 - ноябир күни дөләт мәҗлисиниң авам вә кеңәш палата әзалири билән айрим - айрим учрашқанда, униң хитай һөкүмитигә қойған тибәткә " толуқ аптономийә" бериш, тибәт мәдәнийити вә диний өрп - адитигә һөрмәт қилиш тәлипи, дөләт мәҗлиси әзалириниң қоллишиға еришкән. Авам палата әзаси раул гриҗалва, далай лама " тибәт мәдәнийити, диний вә мәнивий байлиқи манҗурийидә йоқап кәткәндәк йоқап кәтмәслики керәк, демәкчи " дәйду.
Авам палата әзаси кристофир симис, "дунядики барлиқ һөкүмәтләрниң бейҗиң даирилиригә тибәткә һөрмәт қилиш тоғрисида чиң туридиған вақти йетип кәлди" дәп тәкитлигән. Кеңәш палата әзаси барак обама, президент бушниң хитайға барғанда бу мәсилини оттуриға қоюдиғанлиқиға үмид билән қарайдиғанлиқини билдүрди.
Президент буш өткән һәптә далай лама билән ақ сарайда көрүшкән. Америка дөләт мәҗлиси әзалириниң әскәртишичә, буш тибәт мәсилисини оттуриға қоюши мүмкин. Әмма хитай - америка мунасвитидә буниңдин муһим мәсилиләр барлиқи оттуриға қоюлмақта. (Әркин)