Тибәтниң диний даһийси далай лама пәйшәнбә күни, тибәттә иқтисад тәрәққи қиливатқан бир пәйттә, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш, диний әркинликни чәкләш вә тибәтниң аптономийисигә дәхли- тәруз йәткүзүштәк әһвалларниң мәвҗүтликини билдүрди.
У бу сөзни " тибәт хәлқ қозғилиңи" йүз бәргәнликиниң 46 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән хатириләш мурасимида ейтқан. Әмма у йәнә тибәтниң мустәқиллиқини истимәйдиғанлиқини қайта тәкитлиди.
У сөзидә, "тибәт аптонум райони қурулғандин буян, тибәтниң һәқиқий һоқуқи хитай рәһбәрлириниң қолида болуп, тибәтләр барғансири һәр хил чәклимә вә чәткә қеқилишқа учираватиду. Тибәттә һазир кәм боливатқини, өз-ара ишәнч асасидики миллий баравәрлик вә һәқиқий муқимлиқ" деди. У йәнә, тибәтниң хитай территорийисдә қелишини халайдиғанлиқини көрсәтти.
46 Йил авалқи 10 - март күни, тибәттә хитай һөкүмитигә қарши қораллиқ қозғилаң көтүрүлгән болуп, хитай һөкүмити уни " тибәт топилиңи" дәп атайду. У қетимқи қозғилаң бастурулғандин кийин, далай лама һиндистанға қечип берип, тибәт сүргүндики һөкүмитини қурған.
Тибәтниң диний даһиси далай лама гәрчә тибәтниң мустәқиллиқини тәләп қилмайдиғанлиқини билдүрүп кәлгән болсиму, әмма хитай һөкүмити уни " бөлгүнчи" дәп қаримақта. (Арзу)