Далай лама әлчилири пат арида хитайни зиярәт қилишни күтмәктә
2005.05.05
Тибәтниң диний даһиси далай ламаниң әлчиси лоди гәриниң чаршәнбә күни ашкарилишичә, далай ламаниң бир вәкилләр өмики пат арида хитайни зиярәт қилип, тибәт мәсилисини һәл қилиш лайиһиси һәққидә сөһбәт өткүзидикән.
Лоди гәриниң америка авази радиосиға билдүрүшичә, у хитай билән өткүзидиған бу сөһбәттин интайин үмидвар икән. Униң тәкитлишичә, далай лама нөвәттә хитай хәлқ җумһурийитиниң рамкиси ичидә тибәт мәсилисини һәл қилиш йолини издимәктә.
Бу қетимқи зиярәт, хитай һөкүмити билән далай лама арисидики алақә 2002 - йили қайта башланғандин буян, далай лама әлчилириниң төтинчи қетим хитайға бериши болуп һисаблинидикән.
Лоди гәри, хитай билән тибәт мәсилисиниң интайин мурәккәп икәнликини, қисқа вақит ичидә һәл қилиш имканийитиниң йоқлиқини билдүрди. У йәнә, хитай билән һиндистан мунасивитиниң яхшилинишиму тибәт хәлқигә пайдилиқ икәнликини көрсәтти.
Тибәтниң диний даһиси далай лама нөвәттә һиндистанда сүргүндә яшимақта. У гәрчә тибәтниң мустәқиллиқини истимәйдиғанлиқини, пәқәт алий аптономийә тәләп қилидиғанлиқини билдүргән болсиму, бирақ хитай һөкүмити уни " бөлгүнчи" дәп әйибләп кәлмәктә. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кондилиза райис, бейҗиңни далай лама билән сөһбәтлишишкә чақирди
- Далай лама хитайға қаратқан мөтидил сияситиниң тибәт үчүн пайдилиқ икәнликини тәкитлимәктә
- Хитай һөкүмити далай ламаниң тәлипини рәт қилди
- Далай лама тибәт хәлқ қозғилиңиниң 46 йиллиқини хатирилиди
- Хитайдики намайишчилар японийидин далай ламаға виза бәрмәсликни тәләп қилди