Тибәтниң диний вә сиясий даһийси далай лама, пәйшәнбә күни германийиниң визбадән шәһиридә өткүзүлгән йиғилишта қилған сөзидә, келәрки он йил ичидә тибәткә қайтип берип 80-яшлиқ туғулған күнини тибәттә өткүзүшни үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, далай лама униң баянатини аңлаш үчүн визбадә шәһриниң чоң бағчисиға йиғилған 20000 дин ошуқ тәрәпдариға қилған сөзидә " палчилар 10 йил бурун, тибәтликләрниң диний вә сиясий даһийси 70 яшлиқ туғулған күнини тибәт территорийисидә өткүзидиғанлиқини тәхмин қилған иди. Әмди биз, миниң 80 яшлиқ туғулған күнүмни тибәттә өткүзүш арзусини әмәлгә ашуруш үчүн җиддий тиришчанлиқ көрситишимиз керәк, деди.
Далай лама йеқинда, хитай һөкүмитиниң әң муһим тәләплириниң бири һесабланған, тибәтни хитайниң бирқисми дәп етирап қилиш тәлипини қобул қилип, тибәткә аптономийә бериш вә өзиниң тибәткә қайтиши мәсилисидә бейҗиң һөкүмити билән сөһбәт елип бериватиду. Лекин хәвәрләргә қариғанда, хитай һөкүмити һелиму далай ламаниң һәрикәтлиригә гуман билән қаримақта. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Далай лама германийиниң "һессен тинчлиқ мукапати" ға еришти
- Хитай һөкүмити, далай ламаниң йеқин кәлгүсидә тибәткә қайтиш мумкинчилики барлиқини чәткә қақти
- Хитай даирилири далай лама вәкиллири билән шивитсарийидә учрашти
- Далай лама, демократик вә әркин тибәтниң роһани даһиға иһтияҗи қалмайдиғанлиқини билдүрди