Таши ваңди: бейҗиң далай ламаниң хитайни зиярәт қилишиға йол қоюши керәк


2006.03.14

Тибәт роһани даһиси далай ламаниң америкида турушлуқ вәкили таши ваңди, бейҗиң һөкүмити далай ламаниң хитайни зиярәт қилиш тәлипини қандурса, бу тибәт районидики сиясий җиддийликни пәсәйтиш ролини ойнайду, дәп көрсәтти.

Далай лама өткән һәптә хитайни зиярәт қилип, бу дөләттики тарихий будда ибадәтханилирини таваб қилиш арзуси барлиқини билдүргән вә бу арзусиниң йеқинда бейҗиңни зиярәт қилған вәкиллири тәрипидин хитай даирилиригә йәткүзүлгәнликини ашкарилиған иди. Таши ваңди америка дөләт мәҗлисиниң бир комитети чақирған испат бериш йиғинида, хитай даирилирини далай ламаниң зияритидин әндишә қилмаслиққа чақирди. У, хитай рәһбәрлири униң зияритигә йол қоюлса, бирә вәқә йүз берәмдикин, дәп әндишә қилмаслиқи керәк. Далай ламаниң зиярити өз ара чүшиниш, арилишиш вә достлуқни илгири сүриду," деди.

Униң әскәртишичә, "далай ламаниң зиярәт пилани һәр иккила тәрәпкә пайдилиқ" икән. У, " хитай һөкүмити билән тибәт арисидики җиддийчилик хитайда сияси , мәдәнийәт вә диний турмушниң келәчиги билән бағлинишлиқ " дәйду. Таши ваңдиниң әскәртишичә, у бейҗиң һөкүмити тибәт мәсилисидә илгириләшкә еришсә, хитайниң дуня бойичә нурғун достларға еришидиғанлиқиға ишинидикән.

Далай лама өткән җүмә күни дарамсалада тибәт қозғилиңиниң 47 йиллиқи мунасивити билән нутуқ сөзләп, хитайни зиярәт қилиш үмиди барлиқини җакарлиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.