Тибәтниң диний даһийси далай лама исраилийидә
2006.02.16
Тибәтниң сүргүндики диний даһиси далай ламаниң алаһидә вәкилләр өмики, бейҗиңда тибәтниң аптономийә һоқуқи мәсилиси үстидә, хитай рәһбәрлири билән 5 - қетимлиқ сөһбитини йепиқ шәкилдә өткүзүватқан бир пәйттә, далай ламаниң исраилийидә елип бериватқан зиярити, хитай һөкүмитиниң қаттиқ наразилиқини қозғиди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң 16 - феврал күни бу һәқтә бәргән хәвиригә қариғанда хитай һөкүмити, далай ламаниң исраилийидә елип бериватқан зияритини тәнқид қилип, "униң зиярити тибәт мустәқиллиқини тәрғип қилиштин ибарәт" дәп көрсәткән.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни йәнә "далай ламаниң мәқсити тибәтни җуңгодин айрип чиқип кетиш. У, бу нийитини хәлқаралаштуруш үчүн һәрикәт елип бериватиду " дәп әйиблигән.
Далай лама исраилийидә елип баридиған 5 күнлүк зиярити давамида, өзиниң хамас тәшкилати рәһбәрлири билән көрүшүшни халайдиғанлиқини вә "зораванлиқ һәрикәтлиригә хатимә берип, тинчлиқ йоли арқилиқ мәсилини һәл қилиш чарилирини қоллиниш" тоғрисида мәзкур тәшкилат билән пикир алмаштуридиғанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмити, далай ламаниң һәр қандақ бир дөләтни зиярәт қилишиға изчил түрдә қарши туруп кәлмәктә. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Далай хитай билән өткүзилиған 5-қетимлиқ сөһбәтниң пат арида башлинидиғанлиқини ейтти
- Далай лама: тибәт һелиму зораван күчләрниң қол астида азап тартиватиду
- Хитай һөкүмити далай ламани әйибләшни рәт қилған раһбларни қолға алди
- Америка дөләт мәҗлиси далай ламаниң " толуқ аптономийә" тәлипини қоллиди
- Далай лама америкида "тинчлиқ вә меһри шәпқәт" һәққидә нутуқ сөзлиди









