Далай лама хитайни зиярәт қилишни арзу қилиду
2006.03.10
Тибәт роһани даһийси далай лама җүмә күни дарамсалада 1959 - йилдики тибәт қозғилиңини хатириләш мурасимида сөз қилип, хитайдики мәшһур будда тавабгаһлирини зиярәт қилиш үмиди барлиқини билдүрди. Далай ламаниң әскәртишичә, униң йеқинда хитайни зиярәт қилип қайтқан вәкиллири далай ламаниң бу арзусини хитай һөкүмитигә уқтурған.
У, " мениң вәкиллирим хитайға берип таваб қилиш арзуюмни уларға йәткүзди " дәйду. Униң тәкитлишичә, хитайда буддизимниң узун тарихиға игә дөләт болуш сүпитидә таваб қилидиған нурғун йәрләр бар " икән. Бу далай ламаниң тунҗи қетим хитайдики будда тавабгаһлирини зиярәт қилиш тәлипини ашкара тилға елиши болуп һесаблиниду.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишларминистирлиқиниң баянатчиси далай ламаниң зиярәт тәлипигә дәрһал җаваб қайтурмиған. Далай лама мурасимда тибәтләрниң алий аптономийә тәлипини " мәмликәт ичи вә сиртидики тибәтләрниң һаятлиқ йолидики қанунға уйғун, адил вә мувапиқ тәләп " дәп көрсәтти.
Хитай һөкүмити бу йил 2 - айда далай ламаниң лоди гяри қатарлиқ вәкиллири билән бейҗиңда тибәт мәсилиси бойичә сөһбәт елип барған. Гәрчә һәр иккила тәрәп сөһбәтниң мәзмунини ашкарилимиған болсиму, бирақ тибәт сөһбәт өмикигә башчилиқ қилған лоди гяри, бейҗиң һөкүмитиниң тибәт мәсилисини бурунқиға қариғанда техиму сәмимий сөзлишишкә интиливатқанлиқини байқидим, дегән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлиси далай ламаға алтун медали бериш һәрикити башланди
- Тибәтниң диний даһийси далай лама исраилийидә
- Далай хитай билән өткүзилиған 5-қетимлиқ сөһбәтниң пат арида башлинидиғанлиқини ейтти
- Далай лама: тибәт һелиму зораван күчләрниң қол астида азап тартиватиду
- Хитай һөкүмити далай ламани әйибләшни рәт қилған раһбларни қолға алди