Далай лама мустәқиллиқ идийисидин ваз кәчмигән тәқдирдә хитайға бармаслиқи мумкин
2007.03.08
Бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңдин бәргән хәвригә қариғанда, далай лама мустәқиллиқ идийисидин ваз кәчмигән әһвал астида бейҗиңға бармайдикән.
Тибәт аптоном райони һөкүмитиниң рәиси чампа путсок бийҗиңда мухбирларға "гәрчә, далай лама өзиниң тибәт мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш паалийәтлирини тохтатқан болсиму, мениңчә у тибәтни мустәқил қилиш идийисидин пүтүнләй ваз кечәлмәйду. Шундақ икән униң хитайға бериш арзуси бәк төвән" деди
Хитай, гәрчә далай лама тибәттә алий мухтарийәт орнитип тибәтниң будда дини мәдәнийитини қоғдашни илгири сүргән болсиму, лекин, у тибәтни мустәқил қилиш паалийәтлирини мәхпий илип бармақта, дәп әйибләп кәлмәктә.
Чампа путсок тибәт аптоном районидики юқири дәриҗилик әмәлдар болсиму, лекин алий һоқуқ йәнила хитай компартийә секритариниң қолида икән.
Далай лама 1959 - йили тибәттә қозғалған хитайға қарши хәлқ топилиңи мәғлуп болғандин кийин һиндистанға қечип чиққан. "48 Йил өтүп кәтти, далай лама өз хәлқи вә вәтинигә һечқандақ бир пайдилиқ иш қилғини йоқ " дәйду, һазир бейҗиңда йиғинда болуватқан чампа путсок.
Униң билдүрүшичә, хитай һөкүмити һазирғичә далай лама вәкиллири арқилиқ далай билән өз алақисини сақлап кәлгән болуп, бу мунасивәтни кәлгүсидә йәнә изчил давамлаштуридикән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- явропа парламенти хитайни далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә чақирди
- Далай лама: тибәт өз тәқдирини өзи бәлгилисә, сүргүндики тибәтләр юртиға қайтиду
- Җуңго билән далай лама тибәт мәсилисини бир тәрәп қилаламду?
- Тибәт һәрикитиниң баянатчиси хитай тибәт сөһбити һәққидә тохталди(2)
- Тибәт һәрикитиниң баянатчиси хитай тибәт сөһбити һәққидә тохталди(1)