Далай лама японийини зиярәт қилиду

Тибәт роһани даһиси далай лама японийиниң хирошима районидики бир диний мәзһәпниң тәклипи бойичә бу йил 10 - айниң 30 - күнидин 11 - айниң 10 -күнигичә японийини зиярәт қилиду. У, японийидики зиярити җәрянида буддизимниң диний тәлиматлири һәққидә нутуқ сөзләйду вә хирошимада өткүзилидиған диний паалийәтләргә иштирак қилиду.

японийә һөкүмити далай ламаниң зиярәт тәлипини қобул қилиш билән биргә, сиясий паалийәт билән шуғулланмаслиқини шәрт қилип қойған. Далай лама ахирқи қетим японийини өткән йили 4 - айда зиярәт қилған вә зиярәт җәрянида японийә парламент әзалири билән көрүшүп, тибәт мәсилисини музакирә қилған иди. Нәтиҗисидә бу хитай даирилириниң наразилиқини қозғиған. Тибәт роһани даһисиниң японийә зиярити хитай - японийә мунасивити йириклишиватқан бир мәзгилгә тоғра кәлди.

Хитай һөкүмити японийә баш министири койзумини ясикуно бузрукгаһини зиярәт қилиш билән әйиблимәктә вә хитай - японийә оттурисида сансако тақим араллириниң игилик һоқуқи һәққидики ихтилаплар күчәймәктә. Болупму хитайниң һәрбий тәрәққияти вә хитай һәрбий хам чотиниң йеқинда йәнә 14 % өстүрүлгәнлики японийини биарам қилған.

японийә ташқий ишлар министири таро асо , америка Wall Street Journal гезитигә язған мақалисидә хитайни " импирийә дөлити" болуш йолиға меңиштин ваз кечишкә чақирған. Далай лама тибәткә алий аптономийә тәләп қилидиғанлиқини тәкитлисиму, лекин хитай һөкүмити уни бир тәрәптин бөлгүнчилик" билән әйиблисә, йәнә бир тәрәптин униң вәкиллири билән сөһбәт елип бармақта. (Әркин)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org