Хитай даирлириниң бесими сәвәбидин, авистрйә далай ламаға беғишланған почта маркисини бикар қилди
2004.10.26
Авистрйә почта тармақлири әслидә йеңи йилда нәшир қилип тарқитиш пилан қилинған, далай ламаниң образи чүшүрүлгән почта маркисини бикар қилишқа мәҗбур болди.
Франсийә агентлиқиниң хәвиридә ейтилишичә, авистрйә почта тармақлири 600 миң парчә марка нәшир қилмақчи болуп, әслидә бу маркилар далай ламаниң 70 яшлиқ туғулған күнигә беғишланған икән. Бирақ мәзкур пилан хитайниң авистрйидә турушлуқ баш әлчиханисиниң қаршилиқиға учриған. Хитай әлчиханиси авистрйиғә қаттиқ бесим ишлитип бу пиланни қәтий бикар қилишни тәләп қилған. Авистрйә хитай билән болған иқтисадий мунасивитини нәзәрдә тутуп, далай ламаға беғишланған почта маркисини бикар қилишқа мәҗбур болған. (Әқидә)
©
2004 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Далай лама тибәтниң келичики һәққидә сөз қилди
- Далай вәкиллири билән хитай һөкүмити давамлиқ сөһбәт өткүзүшкә келишти
- Тибәтлик оқуғучилар чиңхәйдә намайиш өткүзди
- Нипал һөкүмити 27 тибәтлик мусапирни қолға алди
- Далай лама: хитай ядро ташландуқлирини тибәткә төкүватиду
- Далай ламаниң вәкиллири 3 - қетим бейҗиңни мәхпий зиярәт қилди
- Далай ламаниң вәкиллири бейҗиңдин дарамсалаға қайтти
- Анализчилар далай лама вәкиллириниң хитайдики зияритидин үмид күтмәктә
- Үч нәпәр тибәтлик мустәқиллиқни тәрғип қилиш гумани билән түрмигә ташланди
- Далай лама костарикани зиярәт қилди