Далай лама америкиниң әң алий " шәрәп " медали билән мукапатлиниду


2007.09.06

Америка дөләт мәҗлиси йеқинда бир қарар лайиһиси мақуллап, өктәбир ейида дөләт мәҗлисиниң һәйвәтлик мәркизи йиғин залида мурасим өткүзүп, тибәтниң диний даһиси далай ламани америкиниң әң алий " шәрәп " медали билән мукапатлайдиғанлиқини елан қилди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, мәзкүр қарар лайиһисиидә йәнә, тибәтни һимайә қилиш хәлқара тәшкилатиниң 17 ‏- өктәбир күни, дөләт мәҗлис бинаси алдидики чимлиқ мәйданда охшаш шәкилдә мурасим өткүзүшигә иҗазәт берилгән . Тибәтниң диний даһиси далай ламаниң вәкиллири, хитай һөкүмити билән диалог қуруп, көп қетим ғәйри рәсмий йосунда сөһбәт өткүзүп кәлди. Әмма сөһбәт һечқандақ нәтиҗә бәрмәйла қалмастин, хитай тәрәп далайни " диний тонға оринивалған сиясий унсур " дәп әйибләп, униң нийитиниң тоғра әмәсликини, мәқсидиниң йәнила тибәтни хитайдин айриш икәнликини билдүрмәктә.

Хитай һөкүмити йәнә, өзи билән дипломатик мунасивити болған һәрқандақ дөләтниң далай лама билән мунасивәт қурушға вә рәсмий зиярәткә тәклип қилишиға изчил түрдә қарши туруп кәлди.

Далай ламаниң америка дөләт мәҗлисиидә америкиниң әң алий " шәрәп" медали билән мукапатлиниши, у нобил тенчлиқ мукапатидин кейин еришкән йәнә бир алий мукапат һесаблиниду. Хитай һөкүмитиниң америка дөләт мәҗлисииниң бу һәрикитигә наразилиқ билдүридиғанлиқи пәрәз қилинмақта. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.