Тибәтниң диний даһийси далай лама ақ сарайда президент бушниң қобул қилишиға еришти


2007.10.16

Америка президенти җорҗ буш 16 ‏- өктәбир күни тибәтниң диний даһийси далай ламани ақ сарайда қобул қилди.

Бу арида хитай ташқи ишлар министирлиқи, америка президенти җорҗ буш далай лама билән көрүшүштин бурун алаһидә агаһландуруш елан қилип, бушниң далай лама билән көрүшишиниң җуңго- америка мунасивитигә еғир дәриҗидә зиян йәткүзидиғанлиқини тәкитлиди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җәнчав: " биз буниңға қарита қаттиқ наразилиқ билдүримиз, америка дөләт мәҗлисиниң далай ламани алтун медал билән тәқдирлиши һәмдә америка рәһбәрлириниң далай лама билән көрүшиши, хәлқара мунасивәтләрниң асасий принсипиға еғир дәриҗидә зиянлиқ болупла қалмай, җуңго хәлқиниң һессияти билән ойнашқанлиқ вә қопаллиқ билән җуңгониң ички сияситигә арилашқанлиқ һесаблиниду" деди.

Далай ламани алтун медал билән мукапатлаш қарари, америка дөләт мәҗлиси тәрипидин өткән йили 9 ‏- айда мақулланған болуп, хитай һөкүмити буниң тибәт мустәқилчи күчлири үчүн хата сигнал болупла қалмай, бәлки җуңгониң ички сияситигә арилишиш һәмдә икки дөләт мунасивитигә тәсир йәткүзүш ролини ойнайдиғанлиқини билдүргән иди.

Далай лама 1989 ‏- йили нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән болуп, америка дөләт мәҗлиси бу қетим униңға " тинчлиқ йоли арқилиқ кишилик һоқуқ вә динлар арисидики чүшинишләрни илгири сүрүшкә зор төһпә қошқан " дегән шәрәпләр билән алтун медал беришни қарар қилған иди . Чаршәнбә күни өткүзилидиған медал бериш мурасимиға уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимму қатнишиду. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.