Далай ламаниң италийигә қилидиған зиярити, хитай һөкүмитини биарам қилмақта
2007.11.24
Италийә һөкүмәт даирилири, хитай һөкүмитиниң тибәтниң диний вә сиясий даһиси далай ламаниң италийигә қилидиған зияритини бикар қилиш тоғрисидики, тәләплирини рәт қилди.
Италийә мәтбуатиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити далай ламаниң бу йил 16- декабир күни италийгә қилидиған зиярити түпәйлидин италийә һөкүмитигә қаттиқ наразилиқ билдүрүп, италийә һөкүмитидин далай ламаниң зияритини бикар қилишини тәләп қилған. Хәвәрдә ейтилишичә, италийидики хитай баш әлчиси италийә һөкүмитигә әвәткән наразилиқ хетидә, италийә һөкүмити далай ламаниң зияритини бикар қилмиса, хитай ташқи ишлар минстири яң җечиниң италийигә қилидиған зияритини бикар қилидиғанлиқини шуниңдәк далай ламаниң зияритиниң хитай-италийә сода мунасивәтлиригә сәлбий тәсири йәткүзидиғанлиқини, тәкитлигән.
Хәвәрләргә қариғанда, болупму далай ламаниң италийиниң педмонт өлкисиниң рәиси тәрипидин рәсими тәклип қилинғанлиқи, хитай һөкүмитини қаттиқ биарам қилмақта икән.
Лекин, италийиниң әң чоң гезитлириниң бери болған " корира доласира" ниң хәвәр қилишичә, италийә даирилири хитай һөкүмитиниң далай ламаниң зияритигә рухсәт бәрмәслик тоғрисидики тәләплирини рәт қилған.
Хәвәрдә ейтилишичә, педмонт өлкисиниң рәиси, мәрсидис бериссо, "италийә билән хитай яхши мунасивәтләргә игә икки дөләт. Биз бу яхши мунасивәтләрниң давамлишишини үмид қилимиз. Лекин әгәр хитай һөкүмити, кишилик һоқуқ мәсилсидә хәлқара ниң һөрмитигә сазавәр болған бир диний рәһбәрниң италийини зиярәт қилиши сәвәбидин, италийидин өч елишқа тиришса, буниңдин италийигә қариғанда өзи техиму көп зиян көриду" дәп көрсәткән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Далай лама өз варисини бәлгиләш қарарини ипадилиди
- Тибәт малчи, һөкүмәтни ағдуруш җинайити билән әйибләнди
- Хитай тибәт мусапирлириға оқ чиқарғанлиқини рәт қилди
- Хитай сақчилири лхасадики тәбрикләш мурасимини бастурди
- Далай ламани тәбриклигән тибәт раһиплири билән хитай сақчилар арисида тоқунуш йүз бәргән
- Хитай америка һөкүмитигә далай ламаға алтун медал бәргәнлики үчүн қаттиқ наразилиқ билдүрди
- Хитай бушниң далай лама билән көрүшкәнликигә наразилиқ билдүрди
- Тибәтниң диний даһийси далай лама ақ сарайда президент бушниң қобул қилишиға еришти
- Хитай америкиниң далай ламаға алтун медал бериш қарариға қаттиқ наразилиқ билдүрди