Русийә далай ламаниң қалмақистанни зиярәт қилишиға виза беришни қарар қилди


2004.11.26

Русийә даирилириниң җүмә күни ашкарилишичә, русийә ташқи ишлар министирлиқи тибәтләрниң роһи даһийси далай ламаға қалмақистандики диний паалийәтләргә қатнишиши үчүн виза беришни қарар қилған. Бирақ хитайларниң ғәзипини кәлтүрүп қоюштин әнсирәп, тибәтләрниң сияси һәрикитини қоллимайдиғанлиқини тәкитлигән.

Русийә ташқи ишлар министирлиқи, тибәтни хитай хәлқ җумһурийитиниң айрилмас бир қисими, шундақла у йәрдики һәр қандақ мәсилини хитайниң ички иши дәп қарайдиғанлиқини илгири сүргән.

Русийидә далай ламаниң бир милйондин артуқ мурити бар. Русийә қалмақистан җумһурийитиниң президенти кирсан илюмҗиноф, 1996 - йилдин бери һәр йили далай ламани қалмақистанға тәклип қилип, далай ламаға виза беришни рәт қилған русийә һөкүмити үстидин русийә асас қанун мәһкимисигә дава ачидиғанлиқини агаһландуруп келивататти.

Русийә ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җүмә күни "дин билән дөләтниң айрим - айрим мәсилә икәнликини көздә тутуп, далай ламаниң қалмақистанни зиярәт қилиши үчүн виза бериш қарар қилинди," дәп көрсәткән.

Русийә мәтбуатлириниң қалмақистандин хәвәр қилишичә, далай лама алдимиздики дүшәнбә күни қалмақистан пайтәхти елистаға келиши мумкин. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.