Далай лама германийиниң "һессен тинчлиқ мукапати" ға еришти
2005.07.27
Тибәтләрниң сүргүндики диний даһийси далай лама дуня тинчлиқини илгири сүрүштә "сәврчан, кәмтәр вә кәң қорсақ" болғанлиқи билән чаршәнбә күни 11 - нөвәтлик "һессен тинчлиқ мукапати" ға еришти.
Германийиниң ғәрбидики һессе шитатиниң башлиқи роланд коч далай ламаға бу мукапатни беришниң алдида, "сиз дунядики тоқунушларни зораванлиқ қилмайму һәл қилғили болидиғанлиқиға типик мисал болалайсиз" деди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә, роланд коч 70 яшлиқ далай ламаниң узун йиллиқ дости болуп, у бу мукапатниң, далай ламаниң дуняда тинчлиқ вә әркинликни қолға кәлтүрүш йолидики һармас-талмас әмгики шәрипигә берилгәнликини билдүрди.
Далай лама мукапатни қобул қилғанда мәзкур комитетқа рәһмәт ейтиш билән биргә, "мән инсаний меһри-муһәббәтниң инсанларниң түп алаһидилики икәнликигә ишинимән." Деди.
"Һессен тинчлиқ мукапати" ға еришкүчигә 25 миң явро йәни 29 миң 9 йүз америка доллири мукапат соммиси берилиду. Далай лама буниңдин сирт йәнә, 1989 - йили хәлқара нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән иди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити, далай ламаниң йеқин кәлгүсидә тибәткә қайтиш мумкинчилики барлиқини чәткә қақти
- Хитай даирилири далай лама вәкиллири билән шивитсарийидә учрашти
- Далай лама, демократик вә әркин тибәтниң роһани даһиға иһтияҗи қалмайдиғанлиқини билдүрди
- Далай лама әлчилири пат арида хитайни зиярәт қилишни күтмәктә
- Далай лама тәйинлигән бәнчән ламаниң из- дерики һазирға қәдәр мәлум әмәскән