Далай лама тибәт мәдинийитиниң 15 йил ичидә заваллиққа йүз тутидиғанлиқини агаһландурди


2007.06.08

Тибәт роһани даһийси далай лама, әгәр хитай һөкүмити тибәтниң өз - өзини идарә қилишиға йол қоймиса, 15 йил ичидә заваллиққа юз тутидиғанлиқини агаһландурди. Австралийидә зиярәттә боливатқан далай лама җүмә күни мелборенда мухбирларға "бизниң мәқситимиз мустәқиллиқ тәләп қилиш әмәс," дәп көрсәтти. У, " биз тибәт мәдәнийитиниң тибәт тили вә тибәтниң муһитини қоғдап қалидиған һәқиқи аптономийә тәләп қиливатимиз," дәйду.

Далай ламаниң әскәртишичә, нурғунлиған тибәтләр хитай һөкүмити билән болған сөһбәтниң һазирғичә һечқандақ илгириләшкә еришәлмигәнликидин сәвр - тақити түгәшкә башлиған. Дала лама, " әгәр вәзийәт кәлгүси 15 йил ичидә йәнә давам қилса,мениңчә 15 йилдин кейин тибәт түгәйду, дегәнликтур," дәп агаһландурди.

Далай ламаниң австралийә зиярити хитай даирилириниң қарши турушиға учриған вә австралийә даирилирини далай лама билән көрүшмәсликкә агаһландурди. Шу сәвәбтин австралийә һөкүмәт бешидики әмәлдарлар далай лама билән көрүшүш мәсилисидә иккилинип қалған болуп, баш министир җон ховард далай лама билән көрүшидиғанлиқини елан қилиштин өзини қачуруп, далай лама билән көрүшүшкә вақит җәдвили яр беридиған яки бәрмәйдиғанлиқиға қарайдиғанлиқини билдүргән иди.

Лекин далай лама, әгәр җон ховард өзини билән көрүшүшни әпсиз көрсә, буни тоғра чүшинидиғанлиқини тәкитлигән. Хитай, далай ламани тибәт җуңгониң айрилмас бир қисими, дәп елан қилишқа қистимақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.