Тибәтниң диний даһиси далай лама сәйшәнбә күни йеңи зеландийидә зиярәттә болди
2007.06.19
Тибәтниң диний даһиси далай лама, сәйшәнбә күни йеңи зеландийидә зиярәттә болди. Далай лама, йеңи зеландийиниң ташқи ишлар министири винистон питерс билән қисқа сөһбәтләшкәндин кейин, өктичи партийиләрдин йешиллар партийиси һәмдә хәлқ партийисиниң әзалири билән учрашти. Икки партийә йеңи зеландийә һөкүмитини бейҗиңға баш әгди дәп әйиблиди.
Далай лама, йеңи зеландийиниң дөләтлик мухбирлар сарийида нутуқ сөзләп, өзиниң мүстәқиллиқ тәләп қилмайдиғанлиқидин хитай һөкүмитиниң хәвириниң барлиқини, тибәтниң иқтисадиниң начарлиқи түпәйли өзлириниң мүстәқиллиқ вә бөлгүнчиликни тәрғип қилмайдиғанлиқини, тибәтниң җуңхуа хәлқ җумһурийити астида болуши, тибәтләр үчүн пайдилиқ икәнликини билдүрди.
Далай лама сөзидә йәнә, өзлириниң алий аптономийә тәләп қилидиғанлиқини, бирақ хитай һөкүмитиниң буниңға тутқан позитсийисиниң интайин қаттиқ икәнликини тәкитлиди.
Далай лама өткән һәптә австралийини зиярәт қилип, австралийә баш министири җон ховард билән учрашқанда бейҗиң тәрәпниң қаттиқ наразилиқи қозғалған иди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Австралийә бейҗиң һөкүмитиниң далайламаниң зияритини қубул қилмаслиқ тәлипини рәт қилди
- Далай лама тибәт мәдинийитиниң 15 йил ичидә заваллиққа йүз тутидиғанлиқини агаһландурди
- Хитайниң тибәттики әмәлдари далай ламани бөлгүнчилик һәрикәтлиригә чатти
- Тибәт мустәқиллиқ тәшкилати бейҗиңда ечилидиған олимпик йиғиниға вәкилләр өмики әвәтишни тәләп қилди
- Америка дөләт мәҗлисидә тибәт һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди
- Ричард гипер вә далай ламаниң вәкиллири америкидин тибәт мәсилилирини һәл қилишқа ярдәм тәләп қилди
- Һиндистанда яшайдиған сүргүндики тибәтләр хитайға қарши намайиш қилди
- Хитайниң иқтисадий сиясәттә тибәттә қолланған 'шинҗаң модели' миллий зиддийәтләрни улғайтмақта
- Бир қанчә тибәтлик хитай әскәрлири тәрипидин етип өлтүрүлди