Далай лама вәкилләр өмики җүмә күни хитайни зиярәт қилмақчи


2007.06.28

Тибәтләрниң диний даһиси далай ламаниң алаһидә вәкилләр өмики җүмә күни хитайда зиярәттә болуп, өз ‏- ара сөһбәт елип беришни пиланлиған.

Ройетрис агентлиқи, сүргүндики тибәт һөкүмитиниң баянатини нәқил кәлтүрүп, далай ламаниң вашингтондики алаһидә вәкили лоди гяриниң икки нәпәр ярдәмчисиниң һәмраһлиқида, бейҗиңда 6 ‏- қетимлиқ сөһбәтни елип баридиғанлиқини билдүргән.

2002 ‏- Йилидин буян, хитай даирилири далай ламаниң вәкиллири билән диалог қуруп кәлди, әмма 5 қетим елип берилған диалог һечқандақ нәтиҗә бәрмигән иди.

Бир қисим мутәхәссисләрниң тәкитлишичә, әгәр икки тәрәп өз ‏- ара диалог елип бериватқан мәзгилдә 1989 ‏- йили нобил тенчлиқ мукапатиға еришкән далай лама сүргүндә туруп өлүп кәтсә, тибәт хәлқиниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқи техиму күчийиши мумкин.

Хитай армийиси 1950 ‏- йили тибәтни бесивалған, 1959 ‏- йили тибәтликләрниң хитай һөкүмитигә қарши елип барған һәрикити мәғлуб болғандин кейин, далай лама тибәттин һиндистанға қечип кәлгән. Далай ламаниң алаһидә вәкилләр өмики хитай һөкүмитиниң хадимлири билән учришип, тибәтниң аптономийә қануни вә далай ламаниң тибәткә қайтип келиш мәсилилири үстидә музакирә елип бармақта. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.