Далай лама вәкиллири шаңхәйгә йетип барди
2007.06.29
Тибәт роһани даһиси далай ламаниң хитай һөкүмити билән сөһбәт елип баридиған лоди гяри башчилиқидики вәкилләр өмики җүмә күни шаңхәйгә йетип барған болуши мумкин. Ройтерс ахбарат агентлиқи бу һәқтики хәвиридә, далай ламаниң вашингтондики вәкили лоди гяри вә келсаң гялтсен һәм уларниң 2 ярдәмчисиниң җүмә күни һиндистандин шаңхәйгә қарап учқанлиқини билдүрди.
Бу нөвәтлик хитай - тибәт сөһбитиниң мәзмуни тоғрисида һәр иккила тәрәп ахбарат саһәсигә учур бериштин өзини қачурмақта. Мәркизи лондондики тибәт учур ториниң хәвиридә әскәртишичә, далай ламаниң вәкиллири 5 - июлда һиндистанға қайтидикән вә хитайлар билән болған сөһбәттә далай ламаниң хитайдики будда тавапгаһлирини зиярәт қилиш пилани музакиригә қоюлидикән. Мәзкур тор бетиниң хәвиридә, " далай ламаниң хитайға ибадәткә бериш пилани сөһбәттә музакирә қилинидиған мәркизи тема икәнлики пәрәз қилинмақта " дейилгән . Лекин дарамсалаға җайлашқан тибәт сәргәрдан парламентидики затлар бу нөвәтлик сөһбәтниң нәтиҗә билән ахирлишишидин үмидсиз икәнликини билдүрди.
Тибәт сәргәрдан парламентиниң әзаси кедруп тондупниң әскәртишичә, хитай һөкүмити америкиниң бесими астидила далай лама билән сөһбәтлишишкә мәҗбур болуватиду. Лекин у, гәрчә тибәт вәкиллиригә хитайниң қанчилик яхши болуп кәткәнлики көрситилсиму, әмма бейҗиңға берип сөһбәтлишишниң өзи иҗабий тәрәққият, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Далай лама вәкиллириниң һазирғичә хитай билән өткүзгән сөһбәтлири компартийә мәркизи бирликсәп бөлүми билән елип берилған. Бу қетимқи сөһбәт мәркизи бирликсәп бөлүми билән елип бериламду яки сөһбәткә башқа органлар арилишамду бу һазирчә мәлум әмәс. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Далай лама вәкилләр өмики җүмә күни хитайни зиярәт қилмақчи
- Хитай даирилири сақчилар билән тоқунушқан тибәтләрни бастуруп тинҗитқан
- Хитай һөкүмити бәлгилигән тебәт аптоном район рәиси, далай ламаниң толуқ аптономийә тәлипигә қарши турмақта
- Тибәтниң диний даһиси далай лама сәйшәнбә күни йеңи зеландийидә зиярәттә болди
- Австралийә бейҗиң һөкүмитиниң далайламаниң зияритини қубул қилмаслиқ тәлипини рәт қилди
- Далай лама тибәт мәдинийитиниң 15 йил ичидә заваллиққа йүз тутидиғанлиқини агаһландурди
- Хитайниң тибәттики әмәлдари далай ламани бөлгүнчилик һәрикәтлиригә чатти
- Тибәт мустәқиллиқ тәшкилати бейҗиңда ечилидиған олимпик йиғиниға вәкилләр өмики әвәтишни тәләп қилди