Хитай-тибәт сөһбити назук мәсилиләр басқучиға киргән
2007.07.09
Өткән һәптә бейҗиңни зиярәт қилип, хитай һөкүмити билән сөһбәт елип барған тибәт роһани даһиси далай ламаниң вәкили лоди гяри,хитай билән елип берилған сөһбәтниң назук мәсилиләргә четилғанлиқини, лекин һәр иккила тәрәпниң тибәткә четилидиған мәсилиләрдики пикир ихтилапи йәнила чоңқур икәнликини билдүрди.
Лоди гяри башчилиқидики 4 кишилик далай лама вәкилләр өмики 29 - июндин 5 - июлғичә бейҗиңда елип барған зияритидә, хитай компартийиси мәркизи комитетиниң бирликсәп бөлүмидики әмәлдарлар билән сөһбәт өткүзгән.
Бу уларниң 2002 - йилдин бери елип барған 6 - нөвәтлик сөһбити иди. Лоди гяри," һәр иккила тәрәп позитсийисини күчлүк ибариләр билән оттуриға қойди вә бир қатар мәсилиләрни музакирә қилди" дәп көрсәтти. У, " сөһбитимиз назук басқучқа кәлди. Биз тибәт мәсилисидики җиддий қарашлиримизни әң күчлүк шәкилдә ипадиләш билән биргә, әгәр сөһбәтни илгири сүрүш керәк, дәп қаралса, иҗра қилишқа тегишлик бәзи конкрет пиланларни оттуриға қойдуқ " дәйду. Лекин лоди гяри, қандақ пиланларни оттуриға қойғанлиқини ашкарилимиди.
Хитай ташқий ишлар министирлиқи өткән сәйшәнбә күни далай лама вәкиллириниң зиярити тоғрисида елан қилған баянатида, тибәт вәкилләр өмики далай ламаға вәкиллик қилиду, дәп қаримайдиғанлиқини, лекин тибәт вәкиллириниң зиярити далай ламаниң хитайни чүшинишигә вә тоғра йолни таллишиға ярдәмчи болуп қелишини үмид қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Далай лама вәкиллири шаңхәйгә йетип барди
- Далай лама вәкилләр өмики җүмә күни хитайни зиярәт қилмақчи
- Хитай даирилири сақчилар билән тоқунушқан тибәтләрни бастуруп тинҗитқан
- Хитай һөкүмити бәлгилигән тебәт аптоном район рәиси, далай ламаниң толуқ аптономийә тәлипигә қарши турмақта
- Тибәтниң диний даһиси далай лама сәйшәнбә күни йеңи зеландийидә зиярәттә болди
- Австралийә бейҗиң һөкүмитиниң далайламаниң зияритини қубул қилмаслиқ тәлипини рәт қилди
- Далай лама тибәт мәдинийитиниң 15 йил ичидә заваллиққа йүз тутидиғанлиқини агаһландурди
- Хитайниң тибәттики әмәлдари далай ламани бөлгүнчилик һәрикәтлиригә чатти
- Тибәт мустәқиллиқ тәшкилати бейҗиңда ечилидиған олимпик йиғиниға вәкилләр өмики әвәтишни тәләп қилди