Далай лама вәкили: хитайниң тибәт мәсилисидә ипадә билдүридиған вақти кәлди
2007.07.26
Тибәтниң диний даһиси далай ламаниң алаһидә вәкили лоди гәри 26 - июл күни чәтәл мәтбуатлириға, хитай даирилириниң далай ламаға қаратқан позитсийисидин қаттиқ әпсусланғанлиқини билдүрди.
Далай лама, узундин бери хитай коммунистик партийиси билән сиясий рамка ичидә тибәт мәсилисини һәл қилишини үмид қилип кәлгән болсиму, бирақ хитай һөкүмити далай ламани " тибәтниң мүстәқиллиқини тәрғип қилди " дәп изчил әйибләп кәлди.
Тибәтниң сүргүндики һөкүмити диний әркинликни тәрғип қилиш билән биргә тибәт мәдәнийитини қоғдашни өзлириниң асаслиқ нишани қилған болуп, тибәтниң диний даһиси далай ламаму хитай һөкүмитидин, тибәтниң мүстәқиллиқини тәрғип қилмайдиғанлиқини вә кәлгүсидә тибәттә вәзипә елиш муддиасиниңму йоқ икәнликини, өзиниң пәқәт тибәткә һәқиқий аптономийә берилиши билән , өзгичә алаһидиликкә игә тибәт мәдәнийитиниң сақлиниши һәмдә тибәтниң тәрәққиятқа еришишинила үмид қилидиғанлиқини билдүрмәктә.
2002 - Йилидин бери, бейҗиң һөкүмити далай ламаниң вәкиллири билән 6 қетим ғәйри рәсмий йосунда учрашти. Лекин бу учришишлар һечқандақ нәтиҗә бәрмиди. Далай ламаниң алаһидә вәкили лоди гәри" : һазир бейҗиңниң әмәлий һәрикити билән ипадисини билдүридиған вақти йетип кәлди" дейиш арқилиқ, әгәр бейҗиңниң тибәт мәсилисигә тутқан позитсийиси йәнила пассип давамлишивәрсә , өзиниң далай ламаниң вәкили болуш вәзиписидин истипа беридиғанлиқини тәкитлиди.
22 - Июл күни , уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим германийиниң һамбуруг шәһиридә далай лама билән учрашқан иди. (Әқидә)