Бейҗиң : далай лама билән болған сөһбәт ишикимиз давамлиқ очуқ


2007.07.30

Тибәт роһани даһиси далай ламаниң алаһидә вәкилләр өмики билән бейҗиңда өткүзгән йеңи бир нөвәтлик сөһбити нәтиҗисиз ахирлашқандин кейин, хитай һөкүмити далай лама билән болған сөһбәт ишикиниң давамлиқ очуқ икәнликини елан қилди. Лекин тибәт аптоном райониниң муавин рәиси нийма серин, далай лама чоқум тибәтни хитайниң айрилмас бир қисими, дәп етирап қилиши вә бөлгүнчилик һәркәтләрдин ваз кечиши керәк, дәп тәкитлигән.

Нийма серин алдинқи күни тибәт мәркизи лхасада чақирған ахбарат елан қилиш йиғинида, далай лама билән болған сөһбәт қанилимиз йәнила очуқ. Лекин бу "далай ламаниң позитсийисигә бағлиқ "йәни далай ламаниң "мустәқиллиқтин ваз кечиш - кәчмәслики вә бузғунчилиқ һәрикәтләрни тохтитиш - тохтатмаслиқи билән мунасивәтлик" дәп көрсәтти. Хитай һөкүмити 2002 - йилдин бери далай лама вәкиллири билән тибәт мәсилиси буйичә 6 қетим сөһбәт елип барди.

Ахирқи қетимлиқ сөһбәт бу айниң башлири бейҗиңда өткүзүлгән болсиму, лекин сөһбәт әмәлий нәтиҗигә еришәлмигән. Далай лама вәкилләр өмикиниң башлиқи лоди гяриниң сөһбәттин кейин ашкарилишичә, бу қетимқи сөһбәттә тәрәпләр әң назук вә конкрет мәсилиләрдә кәскин талаш- тартиш елан барған. Лоди гяриниң әскәртишичә, у сөһбәттә тибәт аптоном райони даирилирини солчиллиқ билән әйибләп, партком секритари җаң чиңлини "мәдәнийәт инқилабидин қалған күчләр " дәп тәнқидлигән.

Тибәт аптоном райониниң муавин рәиси нйма серин йәнә, далай лама тәрипидин талланған бәнчән ламаниң нөвәттә тибәттики бир оттура мәктәптә оқуватқанлиқини билдүрди. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әскәртишичә, бәнчән лама 1995 - йили 6 йешидин башлап хитай даирилири тәрипидин нәзәрбәнт қилинған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.