Бейҗиң, далай ламаниң вариси чәтәлдә туғулса етирап қилмайдиғанлиқини агаһландурған


2007.08.24

Бейҗиң һөкүмити йеқинда тибәт ламалириниң варис бекитиш мәсилиси тоғрисида йиғин чақирип, ламалар варис бекиткәндә тибәтни асас қилишни, әгәр далай лама бөлгүнчилик һәрикитини тохтатмиса, униң чәтәлдә бекиткән варисини мәркизи һөкүмәт етирап қилмайдиғанлиқини билдүргән.

Хоңкоңда чиқидиған "шиңдав" гезитиниң җүмә күни хәвәр қилишичә, йиғинда даириләр тибәт ламалириниң хитай һөкүмити чиқарған "ламаларниң варис бекитиш бәлгилимиси"ни қәти иҗра қилишини тәләп қилип, варис бекиткәндә чоқум һөкүмәтниң рухситини елишни, тибәттики лама бутханилирида "сотсиялистик вәтәнпәрвәрлик тәрбийисини чоңқурлаштурушни" тәкитлигән. Тибәт роһани даһиси далай лама илгири, әгәр у һаят вақтида тибәт мәсилиси һәл болмиса, далай ламаниң вариси тибәттә туғулмайдиғанлиқини билдүргән иди. Далай лама 1995 - йили 6 яшлардики нейма исимлик бир өсмүрни 11 - бәнчәнниң вариси қилип бекиткәндә хитай һөкүмити йеңи бәнчәнни нәзәрбәнт қилған болуп, униң ақивити һазирға қәдәр кишиләргә мәлум әмәс.

Әркин асия радиосиниң зияритини қобул қилған тибәтлик буддистлар болса хитай даирилириниң агаһландурушини " күлкилик," дәп әйиплимәктә. Бейҗиңдики хитай язғучи ваң лишйоң җүмә күни радиомизға "далай лама чәтәлдә варис бекитсә етирап қилмаймиз, дәп тәһдит селишниң һечбир әһмийити бар, дәп қаримайдиғанлиқини"билдүрди. У, атиизимға ишинидиған бир һөкүмәтниң динни башқурмақчи болушиниң өзи бир ғәлитилик, "дәйду. Далай лама йеқинда германийидики бир зияритидә, тибәт мәдинийитиниң 15 йил ичидә пүтүнләй һалак болушидин әндишә қилидиғанлиқини тәкитлигән. ( Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.