Далай ламани тәбриклигән тибәт раһиплири билән хитай сақчилар арисида тоқунуш йүз бәргән


2007.10.22

Хоңкоң мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, тибәт роһани далай ламаниң өткән һәптә америка дөләт мәҗлиси алтун медали билән мукапатланғанлиқини тәбриклимәкчи болған тибәт мәркизи лхасадики бир ибадәтханиниң нәччә йүз раһиби билән хитай сақчилири арисида тоқунуш йүз бәргән болуп, тоқунуш 4 күн давам қилған.

Хитай даирилири лхасадики вәқә йүз бәргән җепуң ибадәтханисиға 3000 кишилик сақчи қошуни йөткәп келип, ибадәтханидики 1100 нәпәр раһибниң сиртқа чиқишини яки сирттикиләрниң ибадәтханиға киришини чәклигән.

Хитай, америка дөләт мәҗлисиниң 17 ‏- өктәбир күни далай ламани алтун медал билән мукапатлиғанлиқиға наразилиқ билдүрүп, бу вәқә хитай - америка мунасивитигә еғир дәхли - тәруз йәткүзиду, дәп агаһландурған иди. Җепуң ибадәтханисидики раһиплар далай ламаниң мукапат алғанлиқини тәбриклимәкчи болған болсиму, даириләрниң тосқунлуқиға учрап, сақчилар ибадәтханиға хада асмақчи болған раһипларни урған. Лекин хәвәрдә қанчә кишиниң қолға елинғанлиқи яки яриланғанлиқи тилға елинмиди.

Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, җайбуң ибадәтханисиниң йенидики йәнә бир ибадәтханида сақчилар билән раһиплар тоқунушқан шундақла сақчилар кочиларға тәкшүрүш понкитлирини қурған.

Америка президенти җорҗ буш, дөләт мәҗлисиниң далай ламаға мукапат бериш мурасимида хитай рәһбирини далай лама билән көрүшүшкә чақирған иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.