Далай лама 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини қоллайдиғанлиқини билдүрди
2008.03.08
Тибәтниң диний вә сиясий даһиси далай лама, 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини қоллайдиғанлиқини билдүрди.
Шәнбә күни, далай ламаниң башқурушидики тибәт сәргәрдан һөкүмити тәрипидин, һиндистанниң драмсала шәһиридә елан қилнған бир баянатта, " далай ламаниң,хитайниң 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға саһипханлиқ қилиш һоқуқини давамлиқ қоллап келиватқанлиқини, хәлқара җамаәткә мәлум" дәп көрситилгән.
Җүмә күни, тибәт компартийисиниң баш секритари җаң чиңли, далай ламани " түрлүк сөз - чөчәкләр тарқитиш арқилиқ 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға бузғунчилиқ қилишқа тиришиватиду дәп, әйиблигән иди.
Далай ламаниң ишханиси тәрипидин елан қилинған баянатта, далай ламаниң 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға бузғунчилиқ қилишқа тириишмиғанлиқи, лекин һәр қайси тәшкилатларни, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинидин пайдилинип, хәлқара җамаәтниң шуниңдәк хитай хәлқиниң диққитини тибәттики вәзийәткә вә тибәт хәлқи үстидики бесимға тартишқа чақирғанлиқи, тәкитләнгән.
Чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан бәш тибәт тәшкилати, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һарписида, хитайниң тибәттики һакимийитигә наразилиқ билдүрүш вә хәлқара җамаәтниң диққитини тибәт мәсилисигә тартиш үчүн, һиндистандин тибәткичә пиядә меңиш һәрикити башлитишни пиланлимақта.
Мәзкур тәшкилатлар, бундақ бир паалийәт елип бериш үчүн, хитайға қарши юмшақ бир позитсийидә болуватқан далай ламаниң мақуллиқини қолға кәлтүрүшниң һаҗити йоқлиқини билдүрмәктә. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай олимпик һарписида кишилик һоқуқни яхшилаш бесимиға изчил дуч кәлмәктә
- Хәлқара сақчи оргини 2008 - йил олимпикиниң террорлуқ һуҗум нишани болуш еһтималлиқи барлиқини көрсәтти
- Әнгилийә ташқи ишлар министири милибанд хитайни лүкчәк дөләтләр билән һәмтавақ болмаслиққа чақирди
- Хитай дарфур мәсилисидә инкас қайтурди
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америкини хитай кишилик һоқуқи мәсилисидә сөзи билән һәрикити бирдәк болушқа чақирди
- Хитай бейҗиң хәлқара айродроминиң бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти
- Хитай һолливуд режиссориниң олимпикқа қатнишиштин ваз кәчкәнликигә қарита инкас қайтурди
- Холливутниң филим директори спилберг әпәнди бейҗиң олимпик мусабиқисидин чекинди
- Нобел мукапати саһиплири хитай президенти ху җинтавға хәт язди
- Җәнубий астанә гезитиниң муавин баш муһәррири қоюветилди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати : хитай кишилик һоқуқ вәдисидә турмиди
- Олимпиккә йерим йил қалған пәйтләрдә хитай һәр түрлүк мәсилиләргә дуч кәлмәктә