Далай ламаниң тибәткә қайтип келишини тәрғип қилған тибәтлик сотланди
2007.08.28
Америка бирләшмә агентлиқи сәйшәнбә күни, сичүән литаң наһийиси әдлийә органлириниң йеқинда руңгий адак исимлик бир тибәтликни " дөләт һакимийитини ағдурушқа урунған " дегән җинайәт билән әйибләп сотлиғанлиқини елан қилди.
Дарамсаладики тибәт кишилик һоқуқ вә демократийини илгири сүрүш мәркизиниң билдүрүшичә, , руңгий адак 1 - авғуст күни сичүән литаң наһийисидә өткүзүлгән ат бәйгиси мурасимида юқири авазда " тибәткә мустәқиллиқ, далай ламаниң тибәткә қайтип келишигә рухсәт берилиши керәк" дәп шуар товлиған, бу сәвәблик руңгий адак қолға елинған һәмдә бу литаң наһийәсидики аһалиниң қаттиқ наразилиқи қозғиған.
Сақчи даирилири, руңгий адакни қоллиғучилар вә наразилиқ билдүргүчиләрни тутуш һәрикити қозғап, руңгий адакниң туққанлири башлиқ бир қанчә тибәтликни қолға алған.
Тибәт кишилик һоқуқ тәшкилатлири , руңгий адакни тибәт хәлқиниң һөрлүки вә далай ламаға болған садақитини билдүрүш үчүн, өз батурлуқини намайән қилди дәп тәрипләшмәктә.
Хитай даирилири тибәтниң диний даһиси далай лама вәкиллириниң, алий аптономийә тәләплири билән тибәт мәдәнийитини сақлап қелиш тәшәббүслирини изчил түрдә рәт қилип, далайни диний тонға орунивалған сиясий бөлгүнчи дәп әйибләп кәлмәктә. Далай лама вәкиллириниң 6 - қетимлиқ сөһбити мәғлуб болғандин кейин тибәттә вә тибәт сиртида хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ һәрикәтләр техиму көпийишкә башлиди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиң, далай ламаниң вариси чәтәлдә туғулса етирап қилмайдиғанлиқини агаһландурған
- Хитай тибәт аптоном районида далай ламаниң тәсирини тазилаш һәрикити қозғиди
- Сәддичин сепилидә намайиш өткүзгән тибәтләр чегридин қоғлап чиқирилди
- Тибәт әркинлик паалийәтчилири сәддичин сепилигә тибәткә әркинлик бериш һәққидә лозунка асти
- Тибәтликләр 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йеғиниға қарши наразилиқ билдүрди
- Сичүәндә далай ламаниң тибәткә қайтишини тәләп қилған йүзлигән тибәтлик қолға елинди
- Бейҗиң : далай лама билән болған сөһбәт ишикимиз давамлиқ очуқ
- Далай лама вәкили: хитайниң тибәт мәсилисидә ипадә билдүридиған вақти кәлди