Далай лама хитайни, "террорлуқ билән һакимийәт йүргүзүватқан бир сақчи дөлити," дәп әйиблиди
2008.03.29
Бир нәччә йилдин бери, тибәт мәсилисиниң бир тәрәп қилиниши үчүн "оттура йол" нәзәрийини оттуриға қоюп, бейҗиң һөкүмитигә қарши юмшақ бир позитсийидә болуп кәлгән тибәтләрниң диний вә сиясий даһиси далай лама, йеқинда тибәттә йүз бәргән қозғилаңдин кейин, хитай һөкүмитигә қаратқан тәнқидлирини күчәйтти.
Далай лама, шәнбә күни, һиндистанниң пайтәхти йеңи деһлида өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида бәргән баянатида, бейҗиң һөкүмитини, тибәткә хитай көчмәнлири йөткәш арқилиқ, тибәтләрни өз вәтинидә аз санлиқ милләт әһвалиға чүшүрүшкә һәмдә тибәт мәдәнийитини йоқутушқа урунуватиду дәп әйибләп, хитай дөлитини "террорлуқ билән һакимийәт йүргүзүватқан бир сақчи дөлити" дәп көрсәтти.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, далай лама баянатида шундақла, хитай һөкүмитини, кишилик һоқуқ дәпсәндичилики сәвәбидин, муқимсизлиқ гирдабиға чүшүп кетиши мумкинлики тоғрисида агаһландурған.
Тибәтниң диний вә сиясий даһиси хәлқара җамаәтни, тибәттики қалаймиқанчилиқни тохтитиш үчүн ярдәмгә чақирип," биздә адаләт, һәқиқәт вә сәмимийәттин өзгә қорал йоқ, униң үчүн хәлқара җамаәтни ярдәмгә чақиримән " дегән.
Далай лама җүмә күни, хитай хәлқигә мураҗәт қилип, уларни тибәт мәсилисиниң бир тәрәп қилинишиға ярдәм беришкә чақирған иди. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Лхасада йәнә хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ һәрикити елип берилди
- Бәзи явропа дөләтлири бейҗиң олимпикиниң ечилиш мурасимини байқут қилидиғанлиқини җакарлиди
- Америка хитайниң тибәттики тәкшүрүш өмикигә қатнишиш тәклипини тапшурувалди
- Тибәтлик раһиблар, хитай һөкүмитиниң тибәт вәзийитини тинч қилип көрситиш пиланини бузувәтти
- Хитай һөкүмити өзи мухбирлар өмики тәшкилләп тибәткә әвәтти
- Хитай һөкүмитиниң тибәттики бастурушиға қарши наразилиқ күчәймәктә
- Тибәттә тоқунушлар давамлашмақта
- явропа әллиридә хитай олимпикини байқут қилиш пикири күчәймәктә
- Нобел мукапатиниң 26 нәпәр еришкүчиси хитайни далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә үндиди
- Далай лама : ху җинтав билән сөһбәткә тәйярмән
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати битәрәп көзәткүчиләрниң тибәттә тәкшүрүш елип беришини тәләп қилди