Далай лама : ху җинтав билән сөһбәткә тәйярмән
2008.03.20
Сүргүндики тибәт һөкүмитиниң диний даһиси далай лама пәйшәнбә күни, лхасадики зораванлиқ һәрикити аяқлашқан һаман, өзиниң хитай рәһбәрлири билән тибәт мәсилиси үстидә сөһбәт елип баридиғанлиқини билдүрди.
Далай лама мухбирларға бейҗиңға беришни халайдиғанлиқини билдүрүп " : мән бурундин бери җуңго рәһбәрлири билән учришишни халайтим, болупму ху җинтав билән " деди.
Далай сөзидә йәнә": бу әлвәттә җуңго тәрәптин сөһбәт елип бериш һәққидә ениқ бир бишарәт кәлгән әһвал астида болиду, әгәр шундақ болғанда мән наһайити хошал болимән, тибәттики наразилиқ һәрикити аяғлишип, бир қанчә һәптә кейин яки бир қанчә ай кейин болсун, җуңго рәһбәрлири билән сөһбәт елип беришқа тәйярмән" деди.
Далай йәнә, тибәт наразилиқ һәрикитини бастуруш җәрянида нурғун адәмләрниң һаятидин айрилғанлиқини вә яриланғанлиқини, өзиниң буниңдин қаттиқ әндишә һес қиливатқанлиқини билдүрди.
Далайниң хитай һөкүмитигә қаратқан мөтидил сиясити, чәтәлләрдики тибәт яшлириниң қоллишиға еришәлмигән болуп, уларниң қаришичә, далайниң мөтидил сиясити өткән 20 йилдин буян һечқандақ нәтиҗигә еришәлмигән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати битәрәп көзәткүчиләрниң тибәттә тәкшүрүш елип беришини тәләп қилди
- Хитай баш минстири вин җиябав, далай лама билән сөһбәтлишишкә тәйяр икәнликини билдүрди
- Тибәт мәсилисидә хәлқара җамаәтниң хитайға қаратқан бесими күчәймәктә
- Тибәттә йүз бәргән тоқунушқа түркийә мәтбуатлирида кәң көләмдә йәр берилди
- Хитай сақчилири тибәттә өйму - өй ахтуруп тутуш һәрикити елип бармақта
- Далай лама хәлқара җәмийәтни тибәт вәқәсини тәкшүрүшкә чақирди
- Тибәттики тоқунушлар кеңәймәктә
- Ғәрб әллири хитайни лхасадики тоқунушта хитайни күч ишләтмәсликкә чақирди
- Тибәт мәркизи лхасадики намайиш тоқунушқа айланди
- Һиндистан сақчилири йүзлигән тибәтликни қолға алди
- Муһаҗирәттики тибәтләр канадада хитайниң дөләт байриқини чүшүрүп орниға тибәт байриқини асти
- Тибәтликләр нюйоркта бейҗиң олимпикигә қарши наразилиқ паалийәтлири елип барди