Меркел ханим олимпик мурасимиға қатнашмайду, вен җябав далай лама билән сөзлишишкә тәйяр


2008.03.30

30 - Март күни германийә ташқи ишлар министири штейинмәр рәсмий түрдә баш министири ангела меркел ханимниң 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғининиң ечилиш мурасимиға қатнашмайдиғанлиқини елан қилди.

Әнгилийә б б с радио телевизийә ширкитиниң бу һәқтики учуридин мәлум болушичә, меркел ханимдин башқа йәнә германийиниң тәнтәрбийә ишлириға мәсул ички сиясий ишлар министириму бу мурасимға қатнашмайду. Буниңдин илгири франсийә президенти саркозиниң бәлки қатнашмайдиғанлиқи билдүрүлгән болсиму, әмма техи рәсмий җакарланмиди.

Әмма, йәкшәнбә күни хитай баш министири вен җябав лаосниң пайтәхтидә хоңкоң мухбирлириниң соалиға җаваб бәргәндә далай лама мәсилисини тилға елип, " җуңгониң далай лама билән сөзлишиш ишики баштин - ахири очуқ" дегән. У, йәнә сөзидә әгәр далай лама мустәқиллиқ тәшәббусини, болупму униңға көрситиливатқан бесимларни ташлиса, һазир тибәттә көрүлүватқан зораван паалийәтләрни тохтатса, тибәт вә тәйвәнниң җуңгониң айрилмас бир қисими икәнликини етирап қилсила, биз униң билән сөзлишишни әслигә кәлтүримиз вә давамлаштуримиз" дәп тәкитлигән.

Далай лама билән сөзлишиш мәсилисини америка вә ғәрб рәһбәрлири изчил тәкитләп келиватқан болуп, һәтта далай ламаму мустәқиллиқтин ваз кечип, тибәтни хитайниң алий аптономийиси қилишқа рази болған, әмма бейҗиңниң тибәткә алий мухтарийәт бәрсә, уйғурларниңму буниңдин тәләп қилишидин әнсирәп, бу қәдәмни басмиғанлиқи тәһлил қилинмақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.