Һиндистан сақчилири йүзлигән тибәтликни қолға алди


2008.03.13

Һиндистан сақчилири пәйшәнбә күни, һиндистанниң шималида, олимпик мурасиминиң бейҗиңда өткүзүлүшигә наразилиқ билдүргән 130 нәпәр тибәтликни қолға алди.

Һиндистанда сүргүндә яшаватқан тибәтликләр, " тибәткә йүрүш қилиш" паалийити елип бериш арқилиқ хитайниң олимпик өткүзүшкә мунасип кәлмәйдиғанлиқини ипадиләшни пиланлиған болуп, һиндистан даирилири тибәтликләрниң мәзкүр һәрикитини чәклиди.

Һиндистан сақчи даирилири пәйшәнбә күни, дера кәнтидә йолға чиқишқа тәйярлиниватқан тибәтләрни тосап қалғандин сирт, уларни машиниға бесип елип кәткән.

Нәқ мәйданни көргүчиләрниң ейтишичә, тибәтләр " тибәткә әркинлик" дегән шуарларни товлап, сақчиларға қаршилиқ билдүргән. Наразилиқ билдүргүчиләр йәнә, һиндистан сақчилириниң тосқунлуқ қилиши билән өзлириниң бу паалийитини һәргиз тохтитип қоймайдиғанлиқини ипадилигән.

Дуняниң һәр қайси җайлирида тибәткә йүрүш қилиш наразилиқ һәрикити бирдәк елип берилди. Бу арида хитай һөкүмити 300 нәпәр ламаниң лхасада намайиш өткүзүшкә урунғанлиқини шуниңдәк 60 адәмниң қолға елинғанлиқини рәсмийләштүргән иди.

Тибәтлик сиясий паалийәтчиләр, тибәтликләрниң олимпик мунасивити билән өткүзгән наразилиқ паалийәтлириниң һәр қайси демократик әлләрниң қоллишиға еришкәнликини, бирақ һиндистанниң, хитайниң бесими билән тенчлиқ йосунда йүрүш қилған тибәтләрни бастуруш қилмишиниң хәлқара қанунға хилап һәрикәт һесаблинидиғанлиқини билдүрмәктә. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.