Хитай исландийилик нахша чолпини бҗоркни әйиблиди
2008.03.07
Хитай мәдәнийәт министирлиқи җүмә күни исландийилик нахша чолпини бҗоркниң шаңхәй шәһиридики бир консерт залида оюн қоюветип " мустәқиллиқ елани" дегән нахшини ейтқанлиқи вә тибәтни күйлигәнликигә инкас қайтурди һәмдә буниңдин кейин чәтәллик сәнәтчиләрниң паалийитигә техиму қаттиқ чәклимә қойидиғанлиқини елан қилди.
Хитай мәдәнийәт министирлиқи тор бетидә елан қилған бу һәқтики баянатида бҗоркни "җуңго қанунини бузуп, җуңго хәлқиниң көңлигә азар бәрди " дәп әйиблигән. Бҗорк өткән йәкшәнбә күни шаңхәйдики бир консерт залида оюн қоюп, оюнниң ахирқи номурида "мустәқиллиқ елани"дегән нахшини ейтқан вә нахша арисида " тибәт, тибәт"дәп хитап қилған иди. Бҗоркниң консерт җәрянида кийгән көйники диққәт қозғиған болуп, кишиләр униң әтләс көйнәк кийип " тибәт" ни күйлигәнликигә чоңқур сиясий мәна йүклимәктә.
Хитай мәдәнийәт министирлиқи бу һәқтики баянатида " тибәтни мустәқил дөләт, дәп етирап қилидиған дөләт йоқ " дәп көрсәтти. Бҗорк "мустәқиллиқ елани" дегән бу нахшини бурун башқа әлләрдики мустәқиллиқ һәрикәтлирини қоллаш мәқситидә ейтқан, 2 - айда японийидики бир консертта бу нахшини орунлап, косова мустәқиллиқини мәдһийилигән, 1996 - йили сан - франсискода тибәтләрни қоллаш консертиға қатнашқан иди.
Пәйшәнбә күни хитайниң исландийә пайтәхти риҗавиктики баш әлчиханиси бҗоркниң һәрикитини тәнқидлиди. Лекин бҗорк өзиниң шәхси тор бетидә елан қилған баянатида "зомигәр дөләтләр билән болған күрәш даим мениң һөрмитимгә сазавәр. Мән һәр бир шәхс яки дөләтниң мустәқиллиқ күришидә мувәппәқийәтлик болушини арзу қилимән "дәйду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай тибәт паалийәтчилиригә вә далай ламаниң қоллиғучилириға тәһдит салди
- Әтләс көйнәк кийгән исландийә нахша чолпини шаңхәйдә тибәт мустәқиллиқини күйлиди
- Тибәттә қилинған намайиш бастурулди
- Сербийидә президент сайлими өткүзүлди
- Түркийә доләт министири д о қ һәйитини қобул қилди
- Хитай үрүмчидә қош тили мутәхәссислири "искилати" қурди
- Икки нәпәр тибәтлик хитай һөкүмитигә болған наразилиқини өзини өлтүрүвелиш йоли билән ипадилиди
- Сичүәнниң гәнзи районидики ламаларниң диний әркинлики дәхлигә учримақта
- Хитайниң бесимиға учриған тибәт гүзили өз мәнпәәтидин ваз кәчти
- Германийә баш министири далай лама мәсилисидә хитайға рәддийә бәрди
- Хитай, йеңи ясалған төмүр йоли арқилиқ тибәткә әскәр әвәтишкә башлиди
- Тибәттә коммунист партийидин үмид үзгән кишиләр көпәймәктә